Алматада көрнәклик алим мурат һәмрайеф һәптилики өткүзүлди

Алмата шәһиридики мурат һәмрайеф намидики уйғур оттура мәктипидә йеқинда көрнәклик алим мәрһум мурат һәмрайеф туғулғанлиқиниң 75 йиллиқи мунасивити билән хатирә һәптилики өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2011.03.03

Мәлум болушичә, буниңдин илгири мәзкур мәктәптә “мурат һәмрайеф оқушлири”, “мурат һәмрайефниң һаяти вә паалийити” мавзусиға беғишланған очуқ дәрсләр өткүзүлгән болуп, уларда сөзгә чиққан зиялийлар, муәллимләр, оқуғучилар алимниң қисқа, әмма мәзмунлуқ өткән һаятида йәткән утуқлири, турмуш-тирикчилики, инсаний пәзиләтлири һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойған иди. Мәктәп оқуғучилири мурат һәмрайефниң илмий әмгәклиридин, шеирий әсәрлиридин парчиларни ядқа оқуған, өзлири тәйярлиған пиланлар бойичә дәрсләрни өткүзгән, алим һәққидә язма ишлирини орунлиған вә башқиму паалийәтләрни уюштурған.

28-Феврал күни өткүзүлгән әдәбият кечисидә мәктәп оқуғучилири өзлири язған шеир, язма әсәрлирини, шундақла консерт программилирини намайиш қилди. Мәзкур мурасимда сөзгә чиққан зиялийлар, юрт мөтивәрлири, актиплири, мәктәп мәмурийити, мәрһумниң уруқ-туғқанлири мурат һәмрайефқа беғишланған мәзкур чарә-тәдбирниң юқири дәриҗидә уюштурулғанлиқини һәмдә униң тәрбийиви әһмийитини алаһидә тәкитлиди. Улар мушу йили мурат һәмрайеф туғулғанлиқиниң 75 йиллиқиға беғишланған хатирә паалийитини аммиви түрдә өткүзүш қарарини қоллап, өзлириниң бу ишқа йеқиндин ярдәмлишидиғанлиқиға вәдә бәрди.

Мәлуматларға қариғанда, мурат кәрим оғли һәмрайеф 1936-йили 1-январда алмата шәһиридә ишчи аилисидә туғулған. Ташкәнт шәһиридики оттура асия дөләт университетиниң шәрқ бөлүмини тамамлап, қазақистан пәнләр академийисидә оқушни давам қилған һәм илмий хадим, илмий катип, уйғуршунаслиқ бөлүминиң башлиқи лавазимлирида хизмәт қилған. У 25 йешида “уйғур классик вә заманиви шеирийитидики қапийә” мавзусида намзатлиқ, 28 йешида “түркий шеир түзүлүшиниң асаслири” мавзусида докторлуқ диссертатисийисини утуқлуқ тамамлап, шу дәврдики атақлиқ алимлар қатаридин орун алған.

Мурат һәмрайеф һаятиниң кейинки йиллири қазақистандики ибрай алтинсарин намидики педагогика илмий-тәтқиқат институтиниң муавин мудири, қари-ниязоф намидики өзбекистан педагогика пәнлири илмий-тәтқиқат институтиниң муавин мудири, андин мудири лавазимлирида ишлигән. У 1969-йили қазақистан язғучилар иттипақиниң әзалиқиға қобул қилинған, 1978-йили болса совет иттипақи педагогика пәнлири академийисиниң мухбир әзаси болған. Өзбекистан вә совет иттипақи маарипиниң әлачиси, қизил туғ ордениниң, көплигән дөләт мукапатлириниң саһиби мурат һәмрайеф 300дин ошуқ илмий мақалә, 15 илмий китаб вә бир нәччилигән оқуш қораллириниң апторидур.

 У 1983-йили 14-февралда 47 йешида вапат болған. Һазир ташкәнттики 29-вә алматадики 150-оттура мәктәпләр мурат һәмрайеф намида атилиду. Зияритимизни қобул қилған көрнәклик шаир һәм мәрһумниң достлиридин бири савут искәндәроф мурат һәмрайеф тоғрилиқ әслимилирини вә униңға беғишланған мәзкур хатирә паалийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.