Австралийиниң сидней шәһиридә “сидней уйғур яшлири мәшрипи” қурулди
2011.05.04
Мәшрәп шу йәрниң вақти кәч саәт 6 дә шәрқий түркистан вә австралийиниң дөләт марши билән башлинип, мәшрәпниң йигит беши ғәйрәт җүрәт мәшрәп әһлигә мәшрәпниң әһмийити һәққидә чүшәндүрүш бәрди.
Мәзкур мәшрәп паалийитиниң мәзмунлири мол болуп, буниңда уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидә вә диний һәм миллий билимләр һәққидә мәлуматлар бериш орун алғандин сирт йәнә нахша-усул қатарлиқ мәдәний паалийәтлириму муһим салмақни игилиди. Бу паалийәт саәт 10 ларда наһайити көңүллүк ахирлашти.
Мәзкур мәшрәп һәққидә мәшрәпни тәшкиллигүчиләрниң бири болған бәхтияр барат сидней уйғур яшлири мәшрипи һәққидә мунуларни билдүрди : сидней уйғур яшлири мәшрипи дуня уйғур қурултийиниң алаһидә көңүл бөлүши, сиднейдики чоңлиримизниң ярдими яш достларниң қоллиши билән вуҗудқа чиққан болуп, австралийә уйғур җәмийитиниң яшлар паалийәт оргини болуп һесаблиниду.
Мәшрәп көп мәзмунлуқ паалийәтләрни өткүзүш билән биргә йәнә мушу йәрдә яшаватқан яшлиримизға вәтән һәққидә, динимиз һәққидә һәм миллий мәдәнийәт вә өрп-адәтлиримиз тоғрисида билимләр берип, вәтән билән аримизни йеқинлаштуруш, мәшрәп әзалириға ярдәмләр, мәслиһәтләр бериш қатарлиқларни мәқсәт қилиду.