Һейтниң шарапити вә рамзандин кейинки әмәлләр

Һейт күнлири мусулманлар үчүнла әмәс, бәлки барчә инсанийәт үчүн хушаллиқ вә тәнтәнилик күнләрдур.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2011.08.31

Чүнки мусулман адәм һейт күнлиридә өзиниң аилисидин башлап барлиқ уруқ-туғқанлириға, җәмийәт әзалириға вә барлиқ инсанийәткә көксини кәң ечип бир-бирини бағриға басиду вә сөйгүсини, йеқинлиқини һәм достлуқини ипадиләйду.

 Рамзанда тутқан розиниң мевиси, қилған әмәл-ибадәтләрниң нәтиҗиси рамзандин кейин кишиниң һәрикәтлиридә вә җими йүрүш-турушлирида көрүлиду. Чүнки рамзандин кейинки әмәлләр наһайити муһим вә һәл қилғучтур.

Мәлумки, рамзан ейи мусулманлар үчүн тәрбийә вә мәшиқ ейи болуп, бу айда сәвр, чидам вә ирадидә мустәһкәмлик қатарлиқ гүзәл әхлақларни өгәнгәнгә охшаш, адәм ачлиққа, сусизлиққа бәрдашлиқ беришкә өзини чениқтуриду. Бу худди әскәрләрниң чениққиниға охшаш иш.

Сәуди әрәбистаниниң катта өлималиридин әлламә фозан рамзандин кейинки әмәлләр тоғрилиқ сөзлигән лексийисидә мундақ деди: “қуран вә сүннәттә мусулманлар үчүн һәммә әһкамлар йорутуп берилгән. Һейт күнлиригә хас әһкамларму наһайити ениқ көрситилгән. Буларни йиғинчақлап ейтқанда, мубарәк һейтниң шарапити билән көңүлләрдики өчмәнлик, рәнҗиш, адавәт дегәнгә охшаш илләтләрни чиқирип ташлап, уруқ-туғқанлар, дост-ярәнләр, хизмәтдашлар вә җими мусулманлар, шундақла җими инсанлар билән меһри-муһәббәт ичидә өтүш, рамзан ейида өзигә өзләштүргән гүзәл әхлақларни давам қилдуруш, аҗизларға ярдәм қилиш, йетимләрниң бешини силаш, чоңларни һөрмәтләп, кичикләрни асраш, ата-аниға вападар болуш, содида адаләтлик, таразида растчил болуш, һәр ишта пак-диянәтлик болуш қатарлиқ бир қатар принсипларни әмәлий һаятта яшитишқа тиришиш, гунаһ-мәсийәтләрдин йирақ туруш қатарлиқлардур. Бу ишлар һейт күнлиридила әмәс, бәлки һәр вақит тәләп қилинған ишлар. Әмма һейт күнлиридә алаһидә әһмийәт бериш тәләп қилиниду. Бу ишлар ахирида иҗтимаий омумий әхлақ вә мәниви мәдәнийлик болуп гәвдилиниду.”

Әлламә фозан йәнә мундақ деди: “мусулман мусулманниң ғемини йейиши лазим. Ислам дунясиниң һазирқи әһвалиға қарайдиған болсақ, әһвал һәқиқәтән ечинишлиқ болмақта. Сумалидикигә охшаш бир мунчә мусулманлар ачлиқниң дәрдини чәксә, йәнә бир мунчә дөләттики мусулманлар мустәмликичиләрниң зулуми, йоқ қиливетиш сиясити астида иңраватмақта. Мусулманлар өзлиринила ойлап яшашқа буйрулғанму? һәргиз ундақ әмәс. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:“ мусулманлар өз ‏- ара бир- биригә көйүнүштә, бир-биригә меһир-шәпқәт қилишта, бирәр оргини ағриса пүтүн оргини исимдаш вә уйқусизлиқ билән ортақ болған бир пүтүн тәнгә охшаштур”дәп көрсәткән. Биз мусулманлар бу һәдискә әмәл қилдуқму? қени биздики қериндашлиқ? ач қалғанларни тойғузуш, асарәттикиләрни қутулдуруш бизниң вәзипимиз әмәсму?!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.