Истанбулдики уйғурлар 2012-йиллиқ норуз байримини тәбрикләш паалийити өткүзди

2012‏-Йили 3-айниң 21-күни истанбул валийлиқиниң уюштуруши билән норуз байримини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.03.21
istanbu-waliysi-huseyin-awni-mutlu-ependi-305.jpg Истанбулдики норуз паалийитидә уйғурлар истанбул валийси һүсәйин авни мутлу әпәндигә тон вә уйғур допписи һәдийә қилди. 2012-Йили 21-март, түркийә.
RFA/Arslan

Бу паалийәткә зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин, истанбул һәрбий баш қоманданлиқ штабиниң генерали садиқ пиядә, истанбул шәһәр башлиқи вәкили әхмәт саламәт, түрк дуняси шәһәрләр бирләшмисиниң рәиси ибраһим қараосман оғли, зәйтинбурну һакими мустафа дундар вә истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлар җәмийити, шәрқий түркистан меһри-шәпқәт җәмийити, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң мәсуллири вә көп санда уйғурлар қатнашти. Паалийәткә йәнә уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, түркмән, башқурд, түрк қатарлиқ түркий тилда сөзлишидиған милләтләрдин көп санда киши қатнашти. .

JavaScript Slideshow Template

Башлаш  ||   Тохташ  ||   Алдинқиси  ||   Кейинкиси
Welcome to the slideshow!
Slideshow 

image

Паалийәт әтигән саәт 10:00 дин 13:00 кечә давам қилди. Бу паалийәттә алди билән истанбул валийси һүсәйин авни мутлу әпәнди вә истанбулниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири түрк дуняси мәдәнийәт мәркизидики, қазақ, қирғиз, өзбек, түркмән уйғур қатарлиқ милләтләрниң өрп-адәт, мәдәнийәтлирини тонуштуридиған түрк өйлирини зиярәт қилди. Бу җәрянда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулаһ оғузхан вә шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси мәмәтәйса артиш әпәндиләр истанбул валийсиға тон вә уйғур допписи һәдийә қилди. Валий һүсәйин авни мутлу әпәнди уйғур допписи вә тонни қобул қилип шу һаман кийди вә хатирә рәсимгә чүшти. Валийниң уйғур доппа вә тонни кийиши мухбирларниң диққитини тартти.

Норуз байримини тәбрикләш паалийитидә истанбул валийси ечилиш нутқи сөзлиди. Валий һүсәйин авни мутлу әпәнди сөзидә мундақ деди:
“байрам кәлгән күни инсанниң қәлбидә башқичә бир һаяҗан болиду. Инсанлар бир-бири билән қучақлишип көрүшиду, байрамларниң һузури қучақлишип көрүшүштә, байрам күни инсанийәтниң кәлгүси үчүн хизмәт қилидиған муһим бир күн. Норуз байрими йетип келиш билән бу кәң җуғрапийидә һәр ким норуз байримини һәсрәт ичидә күтиду. Бүгүн кәң бир җуғрапийидә норуз байрими тәбриклиниду, бу байрамда инсанлар нахша-усул ойнайду, шеир декламатсийә қилиду, норуз байрими келиш билән, инсанларниң қәлбидики бурухтумлуқ меһри-шәпқәт вә көйүнүш чечәклиригә айлиниду. Меһри-шәпқәт, бәрикәт вә гүзәллик техиму ашсун, бу йеңи күн дөлитимиз билән бирликтә пүткүл дуняға гүзәллик бәхш қилишни арзу қилимиз”.

Паалийәт давамида оттин атлаш, базған билән төмүр соқуш, тухум чекиштуруш паалийити өткүзүлди. Кейин түрк, қазақ, башқурд, өзбек қатарлиқ милләтләрниң сәнәтчилири өзлириниң миллий нахша-усуллирини тәқдим қилди. Бу паалийәт җәрянида, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, түркмәнистан вә шәрқий түркистанниң чоң һәҗимлик байрақлирини көтүргән яшлар мәйданни айлинип йүрди.

Чүштин кейин йәнә, шәрқий түркистан вәхпиниң уюштуруши билән истанбулниң топқапи райониға җайлашқан түрк дуняси мәдәнийәт мәркизидә норуз байримини тәбрикләш паалийити өткүзүлди. Бу паалийәткә истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял болуп 200 дин артуқ киши қатнашти. Паалийәт шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси мәмәт әйса артиш әпәндиниң ечилиш нутқи билән башланди. Кейин аммиви тәшкилат мәсуллири вә шәрқий түркистан вәхпиниң муавин рәиси әсәр сака ханим сөз қилип уйғурларниң норуз байримини тәбриклиди.

Мәмәт әйса артиш әпәнди сөзидә, алди билән уйғурларниң норуз байримини тәбриклиди вә норуз байриминиң келип чиқиш тарихи вә бу байрамниң уйғур қатарлиқ түркий милләтләргә болған әһмийити тоғрисида тохталди.

Паалийәт җәрянида йәнә, бир уйғур қизи норуз байримини тәнтәнә қилип шеир оқуди. Кейин уйғур оқуғучилар сама усули вә хәлқ усуллири ойниди. Паалийәт җәрянида йәнә абдувәли турсун исимлик шаир норуз байримиға атап өзи язған шеирни җараңлиқ декламатсийә қилип қизғин алқишқа еришти. Паалийәт ахирида йиғин әһлигә тамақ зияпити берилди.

Биз бу паалийәт һәққидә паалийәткә риясәтчилик қилған шәрқий түркистан меһри-шәпқәт җәмийитиниң башлиқи йүсүп йүсүпоғлиниң пикир-қарашлирини алдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.