Уйғур маарип уюшмиси йеңи мәктәп орни үчүн ечилиш мурасими өткүзди

Уйғур маарип уюшмиси шветсийидә паалийәт елип бериватқан йәнә бир уйғур тәшкилати болуп, улар уйғур яш-өсмүрлириниң диний, миллий вә сиясий кимликини сақлап қелиштики муһим хизмәтләрниң бири болған оқутуш вәзиписини атқуруп кәлмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2011.04.12
dunya-uyghur-yashliri-munbiri-ikkinchi-paaliyet4-305.jpg Дуня уйғур яшлири мунбириниң иккинчи қетимлиқ паалийити 4-айниң 8-күни шветсийидә болуп өтти.
RFA/Yalqun

Уйғур маарип уюшмиси қурулған бирқанчә йилдин бири, иқтисадий вә башқа җәһәтләрдики қийинчилиқларни йеңип яш-өсмүрләрниң ата тил вә диний савақ елишиға шараит һазирлап кәлгән иди. Йеқинда улар йеңидин оқутуш орни елип, уни шветсийиниң електрләшкән маарип системисиға мас һалда оқутуш әслиһәлири толуқ болған, муһити көркәм, азадә бир орунға айландурған. Улар оқутуш орниниң ечилиш мурасими үчүн дәсләпки қәдәмдә аммиви тәшкилат вәкиллирини вә бир қисим сиясий шәхсләрни тәклип қилип, уйғур маарип уюшмисиниң хизмәтлирини вә уйғурларниң нөвәттики әһвалини тонуштурған. Ечилиш мурасимиға шветсийә ислам дини җәмийитиниң башлиқи, шветсийә ислам фонди җәмийитиниң башлиқи, ислам дини инсан һәқлири җәмийити башлиқиниң ярдәмчиси, шветсийә парламент әзаси мәмәт қаплан вә башқа диний вә аммиви тәшкилатлар ниң вәкиллири иштирак қилған.

Уйғур маарип уюшмисиниң мәсули әхмәтҗан җәмийәтниң хизмәтлирини тонуштурди.

Ечилиш мурасимида зияритимизни қобул қилған шветсийә ислам дини җәмийитиниң мәсули өмәр мустапа өз көз қаришини сөзләп өтти:
“шветсийигә йеңидин кәлгән уйғурларниң наһайити қисқа арилиқта җәмийәт тәшкилләп, маарип ишлири билән шуғуллиниши анчә асан иши әмәс, мениңчә, маарип ишлирини чиң тутуш яш-өсмүрләрниң миллий вә диний кимликини сақлап қелишта, өзлириниң һәқ-һоқуқлирини тонушта, сиясий вә иҗтимаий мәсилиләр билән учришишта наһайити муһим болған йолдур. Мән уйғур маарип уюшмисиниң қиливатқан хизмәтлиригә юқири баһа беримән.”

У уйғурлар һәққидә мундақ дәйду:
“уйғурлар адәмни қизиқтуридиған тарихқа вә мәдәнийәткә игә бир хәлқ болсиму, әмма биз шветсийидә хитай вә тибәт һәққидә учур аңлиғандәк уйғурлар вә шәрқи түркистан һәққидә учурға игә болмиған икәнмиз, әлвәттә бу толиму әпсуслинарлиқ бир иш. Биз кейики йилларда үрүмчидә йүз бәргән вәқәләрдин кийин уйғурлар һәққидә бир қәдәр көп учурларға игә болдуқ. Мениңчә, уйғур тәшкилатлириниң уйғур мәсилисини шветсийидә, явропада көтүрүп чиқиши вә бизләргә өгитиши наһайити муһим.”

У өзлириниң кәлгүси хизмәтлири һәққидә тохтилип мундақ дәйду:
“биз һазир уйғур маарип уюшмиси билән һәмкарлишип ишләватимиз, бундин кейинму бизниң бу һәмкарлиқимиз үзүлмәйду. Бизниң башқа мусулман қериндашлиримиз үчүн ишлишимиз бизниң вәзипимиз, биз кәлгүсидә пәләстин, ливийә, сомалий мәсилилири қатарида уйғур мәсилисиниму көтүрүп чиқимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.