'Бүйүк алим мәһмут қәшқири вә униң енсиклопедийиси' намлиқ китаб нәшир қилинди

"Бүйүк алим мәһмут қәшқири вә униң енсиклопедийиси" дегән китаб өтәкен нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшир қилинди. Бу китаб түркийиниң гази университети тил ‏ - әдәбият оқутқучиси профессор доктур фузули баят әпәнди тәрипидин түрк тилида йезилған.
Мухбиримиз арслан
2009.01.23
Mexmut-qeshqiri-kitabi-305 Түркийиниң гази университети тил ‏ - әдәбийат оқутқучиси профессор доктур фузули байат әпәнди тәрипидин түрк тилида йезилған, "бүйүк алим мәһмут қәшқири вә униң енсиклопедийиси" дегән китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Arslan

Китабниң асаси мәзмуни " түркий тиллар дивани" дегән қиммәтлик китаб һәққидә елип барған илмий тәтқиқатлар вә китабниң муәллипи мәһмут қәшқириниң һаят кәчмишлирини өз ичигә алған.

Китабта йәнә мәһмут қәшқириниң әвладлири болған уйғурларниң мәһмут қәшқири яшиған дәвирдики бир қисим тарихлар вә у китабниң қачан,немә мәқсәттә, қандақ дәвирдә йезилғанлиқи һәққидиму тохталған.

Бу китаб 10 бөлүмидин тәркип тапқан болуп, мәһмут қәшқириниң дәвридә түрк дунясиниң сияси вәзийити, мәһмут қәшқириниң һаяти вә әдәбий алаһидиликлири, түркий тиллар диваниниң йезилиш сәвәблири, тарихий, бесилиши, сөз сани, түркий тиллар диванидики бәзи гирамматикилар һәққидә, түрк тарихий саһәсидә түркий системидики милләтләр, түркологийә билими, мәһмут қәшқириниң түркчилик қарашлири, түркий тиллар диванида фолклор илминиң нәзәрийә мәсилилири һәққидә, түркий тиллар диванида қәдимқи түрк етиқадлири вә шаман дининиң қалдуқлири, шундақла муәллипниң, көк тәңриси дини һәққидики қарашлири дегәнгә охшаш темиларни өз ичигә алған.

Аптор бу китабниң муқәддимисини мундақ башлиған: "бу хизмитимни, түрк миллитиниң қудритини көрситишкә, түрк тилини қоғдашқа вә түрк тилини башқиларға өгитишни мәқсәт қилған, тил бирликиниң пикир, чүшәнчә бирлики икәнликини яхши билип йәткән, вә тил бирликиниң, милләтниң бирлик вә баравәрликидә кәм болса болмайдиған муһим амилларниң бири икәнликини өгәткән бүйүк алим мәһмут қәшқириниң мәниви һузурида бир бурчум дәп билимән, түркий тиллар дивани дегән китаб билән мәшһур болған, туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи тәбрикләнгән мәһмут қәшқири 1000 йилдин кейин йәнә тәбриклиниду, хатирилиниду, тәтқиқ қилиниду, йеңидин кәшип қилиниду, чүнки у пәқәт түрк миллитини мәшһур қилипла қалмай бәлки түрк миллитини юқири көтүрди, айлинип йүрүп пәқәт учур топлаш биләнла чәклинип қалмай бәлки топлиған учурлирини әвладлириға мирас қалдурди. Тарихта түрк миллити үчүн һеч ким мәһмут қәшқиригә охшаш һәр саһәни өз ичигә алған билим булуқи берәлмиди, шуниң үчүн у әбәдий түркологийә билиминиң атиси болуп қалиду."

Аптор китабида, мәһмут қәшқири яшиған дәвр һәққидә тохтилип, мәһмут қәшқири яшиған дәвәр вә түркий тиллар диваниниң йезилиши, уйғур хақанлиқи йимирилгәндин кейин түркләрниң қәдими юрти болған оттура асияниң ич қисимлириға көчүп йәрлишиш вә түрк ‏ - ислам дөләтлириниң қурулуш дәвригә тоғра кәлгәнлики. Түнҗи болуп 912 ‏ - йили тәңритағ етәклиридә қурулған қараханийлар дөлитиниң давами һесабланған қарлуқ, басмил, чигил қатарлиқ түркий системидики милләтләр баласағунни мәркәз қилип қурған дөләтниң дәвригә тоғра кәлгәнликини. Мәһмут қәшқири қараханийлар түрк ‏ - ислам дөлитиниң иккигә айрилған мәзгилидә яшиғанлиқини. Қараханийлар түрк ‏ - ислам дөлити 1046 ‏ - йили иккигә бөлүнгән болуп, сәмәрқәнтни пайтәхт қилған ғәрбий қараханийлар дөлити маварауннәһр, қоқәнт, пәрғанини өз ичигә алған. Илгирики пайтәхти баласағун болған шәрқий қараханийлар дөлити болса, кейин қәшқәрни пайтәхт қилған болуп, талас, исфҗап, шаш, йәркәнт вә хотән районлириға һөкүмдарлиқ қилған. Шәрқий қараханийлар дөлити сулайман арсланханға қарши иниси муһәммәд қозғилаң көтүргәндә мәһмут қәшқири, қәшқәрдин айрилғанлиқини язған.

Аптор бу китабида йәнә "түркий тиллар дивани" ниң йезилиш сәвәблири һәққидә тохтилип, мәһмут қәшқири яшиған дәвирдә ислам дунясиниң чоң бир қисминиң һакимийитигә түрк мусулманлири һөкүмдарлиқ қилғанлиқини, мәһмут қәшқири түркий тиллар диванини, түркләрни түркләргә яхши көрситиш, түрк миллити, тили вә мәдәнийитини әрәб тилида сөзлишидиған хәлқләргә өгитиш вә тонутуш мәқситидә йезилғанлиқини билдүргән.

Китабта йәнә мәһмут қәшқириниң қәшқәрдә туғулғанлиқи вә қәшқәрдә елим тәһсил қилғанлиқи, қәбрисиниң һазир қәшқәрниң опалда икәнликини шундақла мәһмут қәшқириниң һаяти һәққидә шәрқий түркистанлиқ уйғур тәтқиқатчи алимлар хәлқ арисида кәң тарқалған һәр хил ривайәтләрни өз ичигә алған илмий мақалилар язғанлиқи. Бу мақалилар мәһмут қәшқириниң һаятини өгиниш үчүн муһим әһмийәткә игә икәнлики йезилған.

Аптор китабида йәнә "түркий тиллар дивани" ниң әсли нусхисиниң қәйәрдә икәнлики билинмигән болсиму, сүрийилик муһәммәд ибни әбу бәкри дегән киши тәрипидин 1266 ‏ - йили көчүрүлгән нусхисиниң мәвҗутлуқини, бу нусхиниң истанбул фатиһ районидики милләт кутупханисида сақлиниватқанлиқини, бу нусха килисли рифәт муәллимниң түзитиши вә тәртипкә селиши билән 1915 ‏ - йили 3 җилид шәкилдә бастурулуп, у китабниң йоқап кетиштин сақлинип қалғанлиқи, 1941 ‏ - йили түрк тил тәтқиқат идариси тәрипидин бастурулғанлиқи, кейин 1990 ‏ - йили түркийә мәдәнийәт министирлики тәрипидин қайта бастурулуп кәң түрдә тарқитилғанлиқи йезилған.
 
Аптор китабида, мәһмут қәшқириниң уйғурларни "уйғур тат" дәп атиғанлиқи буниң сәвәби болса тарихта, түркий системидики милләтләр ичидә уйғурлар әң балдур тәрәққий қилған шундақла көчмәнликтин, муқим олтурақлишип яшаш һалға өткәнлики вә йәр териш вә тиҗарәт қилиш билән шуғулланғанлиқи үчүн шундақ аталғанлиқини илгири сүргән.

"Бүйүк алим мәһмут қәшқири вә униң енсиклопедийиси" дегән китабниң аптори язғучи, профессор доктур фузул баят әпәнди 1958 ‏ - йили әзәрбәйҗанда дуняға кәлгән, 1984 ‏ - йили әзәрбәйҗан чәтәл тиллири институти франсуз, инглиз тили бөлүмидин юқири дәриҗидә оқуш пүттүргән, у бир қанчә китаб вә мақалә елан қилған, у 1995 ‏ - йилдин бири әзәрбәйҗан язғучилар җәмийитиниң кандидат әзаси болған, язғучи фузул баят әпәндиниң қәдимқи түркләр тарихи, қәдимқи түрләрдә пул бәлгиси қатарлиқ 17 парчә китаб вә йүздин артуқ мақалиси болуп китаб вә мақалилириниң көпинчисидә тарихта өткән уйғурлар вә уйғур хақанлиқи һәққидә тохталған.

Профессор доктур фузул баят әпәнди 1999 ‏ - йилдин бири түркийә газиантеп университетиниң тил ‏ - әдәбият факултетида оқутқучи болуп хизмәт қилип кәлмәктә.
 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.