Норвегийидә норуз паалийити катта өткүзүлди

Һәр йилқиға охшаш, норвегийидики уйғурлар норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән 24-март күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норуз паалийитини катта өткүзди.
Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүп
2012.03.26
norwegiye-noruz1-305.jpg Норуз паалийитидин көрүнүш. 2012-Йили 24-март, норвегийә.
RFA/Aygul Yusup

Бүгүнки паалийәттә әң алди билән шәрқий түркистан истиқлал марши оқулди.

Бу қетимқи норуз паалийити мөминҗан башчилиқидики сәнәт гурупписи әзалириниң тәйярлап кәлгән мол мәзмунлуқ алаһидә сәнәт номурлири билән интайин җанлиқ, тәсирлик вә һаяҗанлиқ кәйпият ичидә өтти. Коллектип вә ялғуз кишилик усуллар, нахшичи йигитләрниң орунлишидики йәккә кишилик нахшилар, гитарчи йигитләрниң орунлишидики төт кишилик муңлуқ нахшилар, тепишмақ тепиш оюни,миллий чалғулар билән орундалған нахша-музикилар норуз әһлиниң интайин қизғин алқишиға еришти. Зулхумарниң сиңлиси билән биллә орундиған “немә қилдуқ вәтән үчүн” дегән усулини көргән тамашибинлар иссиқ көз яшлирини төкүшти.

norwegiye-noruz2-385.jpg
Норвегийидики уйғурлар норуз паалийити үчүн оюн тәйярлиди. 2012-Йили 24-март, норвегийә.
RFA/Aygul Yusup

Сәнәт гурупписиниң мәсул йетәкчиси мөминҗан әпәнди зияритимизни қобул қилип, артисларниң интайин қисқиғина вақит ичидә җапалиқ мәшиқ қилип тәйярлап чиққан сәвийилик норузлуқ номурлириға юқири баһа бәрди.

Бүгүнки паалийәттә йәнә норузлуқ дастиханлар һазирланған болуп, меһманлар мәззилик таамларға еғиз тәгкәч өз-ара сирдишип бу қетимқи паалийәттин толиму мәмнун болғанлиқини билдүрди.

norwegiye-noruz3-385.jpg
Тамашибинлар норуз паалийитидики консертлардин һузурланмақта. 2012-Йили 24-март, норвегийә.
RFA/Aygul yusup

Ши коммуниң һөкүмәт бинасиға җайлашқан һәшәмәтлик залда алтә саәттин артуқ өткүзүлгән бу қетимқи норузлуқ паалийәткә икки йүздин артуқ уйғурлар вә шундақла тәклип қилинған норвег қатарлиқ меһманларму қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.