Архип
2010-04-28
Даңлиқ шаир вә тарихчи турғун алмасниң `уйғурлар` намлиқ китаби дуня уйғур қурултейи тәрипидин уйғурчә қайта нәшр қилдурулди. Әсәрниң уйғурчә нусхиси 623 бәттин тәркип тапқан болуп әсәрниң таш вариқи ақ рәңдә, қаттиқ муқавилиқ қилип лайиһиләнгән.
2010-04-21
Уйғурларниң даңлиқ тарихчиси турғун алмасниң уйғурлар намлиқ әсири түркийиниң истанбул шәһиридики "сәләнгә" нәшрияти тәрипидин нәшир қилинди. Др. Аһсән батур әпәнди тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинған әсәр 3 бөлүмдин тәркип тапқан болуп, биринчи бөлүм орхун уйғур ханлиқи, иккинчи бөлүм қараханилар вә үчинчи бөлүм уйғур идиқут дөлитидин ибарәт.