Мәмәт явуз әпәнди: уйғурларниң тартиватқан азаблирини билимиз, шуңа уларға ярдәм беришни бәхт һес қилимиз

Һәр йили 100 миңлиған инсанларниң миллий хаслиқиға мәйдан һазирлап бериватқан “мәдәнийәтләр байрими паалийити” голландийиниң барабант һалинда 4 күн давам қилип, ғәлибилик ахирлашти.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2011.06.09
Uyghur-taamliri-Medeniyet-bayrimi-paaliyitide1-305.jpg Голландийидики “мәдәнийәтләр байрими” паалийитидә уйғур йемәклири намаян қилинди. 2011-Йили 6-июн.
RFA/Pidaiy

“түркий системисидики милләтләрни асас қилиду” дейилгән бу паалийәтниң түрк системидики милләтләрдин һалқип, асия, африқа вә явропа тупрақлирида яшаватқан түрлүк милләтләрниң пәрқлиқ мәдәнийәтлирини бир йәргә җәмлигән паалийәт шәклидә оттуриға чиқиши сәвәби билән паалийәт тәшкиллигүчи орунларниң мәсул хадимлирини зиярәт қилдуқ.

“мәдәнийәтләр байрими паалийити” тәшкили орунниң вәкили мәмәт явуз әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мәлумат бәрди.

У алди билән паалийәт һәққидә чүшәнчә берип: “мәдәнийәтләр байрими паалийити” бу йил бәшинчи қетимлиқ мусаписини бесип өтти. Дәсләп биз буни түркийиниң мәдәнийәт вә өрп-адәтлирини намаян қилидиған бир паалийәт шәклидә башлиған идуқ. Кейин башқа көчмән милләтләрниңму бизгә қетилип өз хаслиқини намаян қилишиға түрткә болдуқ һәм бирликтә паалийәт елип бардуқ. Шуңа бу “мәдәнийәтләр байрими паалийити” дегән исим, явропадики барлиқ көчмән милләтләрниң мәдәнийәт, күлтүр вә өрп-адәтлирини намаян қилидиған, йемәклирини тәшвиқ қилидиған ортақ бир паалийәтниң нами болуп қалди. Болупму мушу икки йилдин бири асия, африқа вә явропа әллиридә яшаватқан милләтләрниң аваз қошуши билән йилдин-йилға кеңийиватимиз, деди.

У уйғурлар һәққидә тохтилип: уйғур қериндашларму шундақ болди. Тунҗи қетим уйғур қериндашлиримизни аримизда көргинимиздә наһайити хурсән болғантуқ. Мән һәр хил йемәкләрдин тетип бақтим. Әмма, уйғурларниң әткән таамлириға еғиз тәгмәк, һүнәрлиридин һузур алмақ адәмни башқичә туйғуларға чөмдүриду. Әлвәттә, уларниң тартиватқан азаблирини билимиз. Шуңа уларға ярдәм бериштин бәхт һес қилимиз. Алла халиса, алдимиздики йиллардиму уйғур қериндашлиримизниң паалийитимизгә қатнишип беришини вә техиму көп һүнәрләр билән миллий хаслиқини намаян қилип, аримизда дәрқәмтә биргә болушини үмид қилимиз, деди.

“мәдәнийәтләр байрими паалийити” ниң тәшкиллигүчиси сулайманчилар-дуняниң һәрқайси җайлирида диний мәктәпләр ечип, йүзмиңлиған оқуғучиларни тәрбийиләп йетиштүрүватқан чоң бир җамаәттур. Әпсуслинарлиқи уйғур диярида һазирға қәдәр бундақ бир мәктәп йоқ иди.

Мәмәт явуз әпәнди бу тоғрилиқ сориғинимда җавабән: дәрвәқә, биз мәлум бир йәрдила әмәс, бәлки дуняниң һәммә йеридә мәктәп ечишни арзу қилимиз. Шәрқий түркистанда немишқа ачмиғудәкмиз? биз теришиватимиз. Алла несип қилип, шундақ бир пурсәт болуп қалса, уйғур яшлириниң исламда тәрбийилиниши үчүн шәрқий түркистандиму гүзәл бир мәктәп ечип, һәммәйләнгә пайдилиқ бир иш қилсақ, дәп үмид қилимиз. Аллаһ халиса, буниңға охшаш кичик ишлар, чоң ишларға түрткә болиду. Дәп қараймән, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.