Бешкәктә қирғизистан уйғур мәшрипи башланғанлиқиниң 5 йиллиқи хатириләнди

Мәшрәп уйғурларниң ялғуз көңүл ечиш паалийитила әмәс, бәлки у өз нөвитидә йәнә тәлим -тәрбийә вә тәшкили паалийитидур.
Ихтиярий мухбиримиз турсун ислам
2011.03.15

Шу нуқтидин мәшрәп мәмликәт ичидила әмәс, чәтәлдики уйғурларниң ичидиму һазирға қәдәр өзиниң әһмийитини сақлап кәлмәктә.Қирғизистандики уйғурлар буниңдин 5 йил бурун уйғурларниң чоң мәшрипини башлиған иди. Алдинқи күни 350 кә йеқин уйғур бешкәк шәһиридики бир ресторанға йиғилип, қирғизистан уйғур мәшрипи башланғанлиқиниң 5 йиллиқини хатирилигән. Паалийәткә қирғизистандики сиясий партийиләрниң вәкиллириму тәклип қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.