Қандақ қилғанда әйдиз вирусиниң тарқилишиниң алдини алғили болиду ?
2006.06.21
Уйғурларда әйдиз тарқилишниң асаслиқ йоли дәсләптә гәрчә зәһәрлик чекимликни охшаш шпириста окул қилип уруш болсиму, әмма уйғур елидики сәһийә тармақлиридин игилишимизчә, йеқинқи статистикилардин қалаймиқан җинси алақә қилиш сәвәбидин тарқилиш нисбитиниңму барғанчә өрләватқанлиқи мәлум. Шундақла әйдиз вабасини юқтурувалған аялларниң, балиларниң шундақла зәһәрлик чекимликкә мунасивәтсиз бәзи нормал кишиләрниңму сәвәби ениқ болмиған һалда юқтуривилишиму көрүлүватқан мәсилә болуп, бу нуқтидин әйдиз вирусиниң уйғур елидә адәттики кишиләрдиму кәң тарқиливатқанлиқини көрүвелишқа болиду.
Әйдизниң асаслиқ юқуш йоли үч хил йәни җинсий һәрикәт йоли, қан арқилиқ, йәнә бири, анидин балиға емитиш арқилиқ. Медитсина саһәсидә әйдизниң алдини елиш тәшвиқатлирида әйдизниң тарқилишиниң алдини елиш усуллири асасән төвәндикидәк:
Әйдиз вирусниң җинисий һәрикәт арқилиқ тарқилишиниң алдини елишта, бихәтәр болған җинисий һәрикәтни қоллиниш керәк. Қалаймиқан җинисий мунасивәт өткүзүшни қаттиқ мәний қилиш керәк яки униңдин сақлиниш керәк, һәмраһи пәқәт турақлиқ, өз - ара бир - биригә садиқ болған болуши керәк. Кондом ишләткәндә һәм һамилдарлиқниң алдини алғили, җинисий вә әйдиз кесилиниң алдини алғили болиду. Лекин уни тоғра ишлитиш керәк.
Әйдиз кесили вә зәһәр
Биз зәһәрлик чекимликләр дегинимиздә асасән уйғур елидә тариливатқан әпиюн түридики зәһәрлик буюмларни көздә тутимиз. Улар әпюн, нәшә, хероин қатарлиқлар болуп, униң зәһәрләш күчи юқири болуп, адәмни асанла мәс қилиду һәмдә хумар қилиш күчи наһайити өткүр.
Зәһәр чәккәнләр даим бир тал шпирис, бир тал йиңнини ортақ ишләткәнлики үчүн уларниң ичидики бирси әйдиз вирусини юқтурвалған болса, укул йиңниси арқилиқ башқиларға әйдиз вируси юқиду. Униңдин башқа зәһәр чәккән кишиниң бәдән сапаси төвәнләп кәткәчкә әйдиз вируси билән юқумлинишни күчәйтиду.
Қан алғанда әйдизниң алдини қандақ елиш керәк ?
Қан елиш бизниң күндилик турмушимизда өлүм гирдабиға берип қалғанларни һаятлиққа ериштүрүштәк мөҗизиләрни яратқан болсиму, лекин әмәлийәт бизгә шуни уқтурдики, әгәр қан алғанда әйдиз вируси билән юқумланған қанни елип қойсақ бәхитсизликни кәлтүрүп чиқириду. Шуниң үчүн қан алғанда вә қандин ясалған буюмларниң бихәтәрликкә капаләтлик қилиш, әйдиз вирусиниң қан арқилиқ тарқилишиниң алдини елишниң түп капалити. Бихәтәр қан ишлитишкә капаләтлик қилиш - давалаш, сәһийә тармақлириниң мәсулийти. Шуңа һәр бир адәм бихәтәр қан ишлитишкә назарәтчилик қилиш лазим.
Буниң үчүн зөрүр болмиған қан ишлитиштин сақлиниш керәк. Әгәр қан елиш зөрүр болуп қалса, қан алғучи қанниң әйдиз кесили вирусини тәкшүртүштин өткән - өтмигәнликини сүрүштүрүшкә һоқуқлуқ. "Тақабил күчини ашуруш" үчүн қарғуларчә қандин ясалған буюмларни ишләтмәслик керәк.
Әйдизниң анидин балиға тарқилиши әйдиз кесили вируси юқтурувалған аяллар һамилдарлиқ мәзгилниң ахирида, бошиниш җәрянида вә бала емитиш мәзгилидә, әйдиз кесили вирусини һамилигә яки боваққа юқтуруш, тарқилиш еһтимали %30 әтрапида болиду.
Аяллар әйдиз вирусини юқтурувелишниң алдини елиш керәк. Мушундақ қилғанда һамилдар аялларниң вирусини балиға юқтурувелишниң алдини алғили болиду. Әгәр әйдиз вируси билән юқумланған аяллар туғмақчи болғанда, қәрәрлик түрдә дохтурханиға берип дохтурниң көрсәтмисини қобул қилиши, туғут мәзгилдә оператсийә қилип туғдуруш усули қоллиниши лазим. Бовақ туғулғандин кейин ана сүти билән беқиштин сақлиниш керәк.
Сиз әйдиздин юқумланғанлиқиңиздин гуманланғанда
Әйдиздин қоғдиниш һәмдә униң ямришиниң алдини елиш һәр бир адәмниң инсаний мәҗбурийити. Әгәр өзиңизниң юқумланқанлиқиңиздин гуманлансиңиз дәрһал наһийидин юқири дохтурхана, сәһийә юқумлуқ кесәлликниң алдини елиш понкитлириға берип тәкшүртишиңиз керәк. Әгәр сиз хатирҗәм болалмисиңиз, башқа исимни қоллинип тәкшүртсиңизму тамамән болиду.
Әгәр сиз әйдиз вирусини юқтурувалған болсиңиз
Әгәр бәхитсизликкә учрап әйдиз вируси юқтурвалғучилар, турмуш вә кәйпият җәһәттә зор тосалғуға учриши мумкин. Лекин әйдиз кесили вируси юқтурувалғанлиқ, һәргизму әйдиз кесилигә гириптар болғанлиқ әмәс. Әйдиз кесили вируси адәм организимида мәлум мәзгил юшурун туриду. юшурун һаләттә турған мәзгилдә сақ адәмләр билән пәрқи болмайду. Әйдиз кесили вируси юқтурувалғучиға нисбәтән ейтқанда мәсилә кесәлниң йетилиш вақтини узартиш һәм шундақла имонитқа қарши туруш күчиниң аҗизлап кетишидин сақлинип, әйдиз кесили вирусиниң тиздин көпийип кетишиниң алдини елиштин ибарәт.
Шундақ қилғандила әйдиз кесилиниң тәрәққи қилиш вақтини зор дәриҗидә кәйнигә сүрүп, өмүрни узартқили болиду. Шуниңға ишиниш керәкки : инсанийәт һаман әйдиз кесили үстидин ғалип келиду.
Һәмрайиңиз алдидики мәсулийитиңиз
Әйдиз кесили вирусини юқтурвалғандиму җинсий турмуш өткүзүшкә болиду. Ликин өзиниң юқумлиниш әһвалини қарши тәрәпкә әйнән ейтиш һәмдә бихәтәр болған җинсий турмуш принсипида чиң туруш, кондомни тоғра ишлитиш керәк. Шундақ қилғандила кесәллик вирусиниң қарши тәрәпкә юқушиниң алдини алғили болиду. Әйдиз кесәллик вирусини мәхсәтлик тарқитиш, бир җинайи һәркәт, чүнки кесәллик вирусини мәқсәтлик тарқитишқа болмайду. Башқилар билән укул йиңниси, пичақ, чиш чоткиси қатарлиқ боюмларни ортақ ишләтмәслик керәк. Қан, уруқ, тухумдан суюқлуқи тәқдим қилмаслиқ керәк. Мушундақ қилғандила әтрапиңиздики амминиң һөрмитигә еришәләйсиз. Бу өзиңизниң нормал турмуш вә хизмитиңизгә пайдилиқ.
Әйдизниң алдини елиш үчүн әң аввал уни кәмситмәслик керәк әгәр йенимизда әйдиз кесили билән юқумланғучи болса униңдин қорқмаслиғимиз, яман көз билән қаримаслиғимиз, уни чәткә қақмаслиғимиз лазим. Әйдиз кесили вируси билән юқумланғучиларға һесдашлиқ қилишимиз, көңүл бөлүшимиз, имкан қәдәр ярдәмдә болушимиз, турмуш вә хизмәт имканийтигә игә қилип, уларниң кесәллик әһвалини сөзләп бәрмәсликимиз керәк. Шундақла улар билән қол елип көрүшишимиз, уларниң ишлирини қиливелишиға ярдәмдә болуш арқилиқ кишиләрниң башқичә қаришини түгитишимиз керәк.
юқумланғучиларниң аилисигә муамилә қилишта барлиқ бәхитсизликкә йолуққан аилиләргә охшаш уларға һесдашлиқ қилишимиз лазим. Уларға көңүл бөлүшимиз, ярдәм беришимиз лазим. Бу әйдиз кесилиниң тарқилишини контрол қилишқа пайдилиқ болған иҗитмаий муһит бәрпа қилишта интайин зөрүр.
Гәрчә юқирида тилға елинғанлири сәһийә орунлириниң әйдиз кесилиниң алдини елишта, кишиләргә қилған омумйүзлүк сават характерлик тәвисийиләр болсиму, әмма уйғурлар әйдизниң уйғурларда тарқилишини әхлақ билән оң танасиплиқ дәп қаримақта. Улар "немә үчүн әйдиз уйғурларда шунчә еғир ямримақта? әҗиба бизниң бу хил кесәлгә қарши иммунитет күчимиз шундақ төвәнму? яки әхлақтин ибарәт бу "иммунитет күчи" миз аҗизлап кәттиму? бу мәсилә һәрбир әқил игисиниң мулаһизә қилип беқишиға әрзийду. Уйғурлар әйдизниң алдини елиш үчүн әң муһими әхлақ көз қаришини тикләп, сағлам турмуш кәчүрүшимиз керәк"дегәнни бәкрәк мураҗәт қилмақта.
Инсанлар әйдизниң еғир тәһдитигә учраватқан һазирқи вәзийәттә, әйдизгә қарши туруп, өзимизниң вә башқиларниң һәм әвладлиримизниң һаятини қоғдаш һәрбир кишиниң баш тартип болмайдиған мәсулийити. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әйдиз һәққидә омумий чүшәнчә
- Хәлқара тамака чәкмәслик күни
- Илида әйдиз һәмдә зәһәрлик чекимликниң ямришиға немиләр сәвәб боливатиду?
- Уйғурларниң әйдиз вируси билән юқумлиниш әһвали кишини чөчүткүдәк еғир болмақта
- 10 - Март аяллар әйдиз тәрбийә күни мунасивити билән доктормәмәт имин әпәндини зиярәт
- Хитай һөкүмити уйғурлар арисидики хероин чәккүчиләрни чәклимиди
- Уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғанларниң көп қисмини яшлар игилимәктә
- Уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани зади қанчә ?
- Бимарлар тәркибидә қан болған дориларни ишлитип әйдиз вирусини юқтурувалди
- Америка билән хитай әйдизниң алдини елиш үчүн һәмкарлишиш пилани түзди
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз йетимлириниң сани һәссиләп көпәймәктә
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланған балиларниң әһвали еғир болмақта (1)
- Уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийити җиддий тәдбир қоллинишқа муһтаҗ
- Әйдизниң алдини елишта, аяллар техиму көңүл бөлүшкә муһтаҗ
- японийидә ечилған хәлқара әйдиз йиғини аяқлашти