Уйғур елидә әйдиз күнсири ямримақта (2)
2004.11.30
Уйғур елидә әйдизләр йилиға 10 миңдин көпәйди

Уйғур елиниң әйдиз вәзийити һәққидики ахбаратлардин мәлумки, уйғур елидә 1995 - йили тунҗи әйдиз байқалған иди. Әмма истатистикилиқ мәлуматларда көрситилишичә уйғур елидә әйдизниң тарқилиши интайин тез болған. Йәни 2000 - йилға кәлгәндә уйғур ели әйдиз билән юқумланғучилар саниниң көплики җәһәттә йүннәндин қалса иккинчи орунға чиққан. Шундақла, һәр йили әйдиз дәп тизимлатқанлар 1000 дин көпәйгән. Бәзи мутәхәссисләр, уйғур елидә әйдизләрниң йилиға он миңдин көпийиватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Радиомизниң илгири үрүмчи қизил кирст җәмийити ачқан әйдиздин мәслиһәт сораш орнидин игә болушичә, уйғур елидә әйдиз билән юқумланғанларниң ٪ 95 тин көпрәки уйғурлар болуп, улар асасән зәһәрлик чекимликни окул қилип урғучилар икән.
Нөвәттә хитайдики әйдиз мутәхәсислири уйғур елидики әйдизбилән юқумланғучилар санини тәхминән 90миң әтрапида дәп көрсәтмәктә.
"Ғулҗида 12000 дин артуқ адәмни тәкшүргәндә 3000 дин артуқ адәм әйдиз кесили чиқипту"
Хитай һөкүмити уйғур елидә әйдизниң алдини елиш тәшвиқатиға күч аҗритиватқандәк көрүнсиму әмма һазирға қәдәр уйғур елидә мәхсус әйдиз давалаш орнидин бириму қурулғини йоқ. Игилишимизчә зәһәрлик чекимлик ташлатқузуш орнида давалиниватқанларниң әһвали техиму хәтәрлик болуп, у җайда өз ара юқумлиниш еһтимали интайин юқири икән.
Уйғурларға әйдизниң тиз сүрәттә тарқилиш сәвәблири немә?
Уйғурларарисида әйдизниң бундақ тез һәм кәң даиридә тарқилиш сүрити кишини чөчитиду. Бәзи уйғурлар буниң сәвәбини зәһәрлик чекимликтин көрсә йәнә бәзиләр хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қоллиниватқан сияситидин көриду. Йәнә бир қисимлири болса әйдиз мәсилилириниң бүгүнкидәк дәриҗидә ямришиға юқириқи икки сәвәбтин башқа диний вә миллий әхлақ қарашниң төвәнликидин келип чиқиватқан ақивәтләр сәвәбчи икәнликини көрситиду.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә күнсайин ямраватқан әйдиз вә зәһәрлик чекимлик мәсилилиригә қандақ позитсийә тутуп келиватқанлиқи вә қандақ бир сиясәт қоллиниватқанлиқи һәққидә бәлгилик мәлуматқа игә болған, илгири ғулҗида сақчи болуп ишлигән, нөвәттә голландийидә яшаватқан бәхтияр әпәнди, әйдизниң уйғур елидә бу қәдәр тез тарқилиш сәвәблири һәққидә биз билән сөһбәттә болди:
Әйдиз кесили һәққидики мақалилар
- Уйғур елидә әйдиз күнсири ямримақта (1)
- Германийә хитайниң ғәрбий районлирида әйдиз виросидин мудапиәлиниш ишлириға ярдәм қилди
- Уйғур елидики әйдиз кесили вә зәһәрлик чекимлик
- Уйғур районида әйдиз вироси билән юқумланғанлар көпәймәктә
- Уйғур елидә әйдиз вироси билән юқумланғанларниң сани тез ашмақта
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати, аялларниң әйдиз кесилигә гириптар болуш мәсилисигә көңүл бөлмәктә
- Уйғур районидики ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрдә еғирлишиватқан зәһәрлик чекимлик вә әйдиз мәсилиси
- Хитай вә уйғур районидики әйдиз йетимлири һәққидә
- Уйғур районидики аялларниң әйдиз кисилигә гириптар болиши вә униң алдини елиш һәққидә
- Уйғур районидики һамилдар аяллар вә улардин туғулған әйдиз бовақлар
- Доктор муһәммәт имин әпәнди билән әйдиз һәққидә сөһбәт
- Уйғур елидә әйдизниң кәң даиридә тарқилишиға әгишип, әйдиз йитимлириму көпәймәктә
On the Web
- China's Muslim Uyghurs See Sharp Rise in AIDS Infections
- World Health Organization
- China-Australia Xinjiang HIV/AIDS Prevention and Care Project
- Official Journal of the International Aids Society
- International Aids Society
- AIDS.ORG
- UNAIDS: The Joint United Nations Programme on HIV/AIDS
- World Bank HIV/AIDS