2004 - Йили хитай вә уйғур елидики әйдиз әһвали һәққидә
2004.12.31
Көплигән әйдиз паалийәтчи вә мутәхәссисләр, "өткән бир йил ичидә хитай һөкүмити гәрчә әйдиз мәсилисидә илгирикидин бир қәдәр тәрәққийпәрвәр болған болсиму, уларниң әйдиз кесәлиниң алдини елиш вә уни контрол қилишта қоллиниватқан үнүмлүк чарә -тәдбирлири йетәрсиз боливатқанлиқтин, нурғунлиған мәсилиләр йәнила мәвҗут болуп турмақта" дәп көрсәтти.
Әйдизниң алдини елишта илгириләш болдиму?
Хәлқ ичи әйдиз кесилиниң алдини елиш тәшкилат башлиқи вәй йәнхәй әпәндиниң билдүрүшичә, 2004 - йили, хитай һөкүмити әйдиз мәсилиси һәққидә түрлүк сиясәтләрни бекитип, һәтта дөләт рәһбәрлири әйдиз бимарлиридин һал сораш дегәндәк бир йүрүш һәркәтләрниму елип барған. Бундақ қилиштики сәвәп, хитай һөкүмити 2003 - йилида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әйдиз кесили алаһидә йиғинида нурғун вәдиләрни қилғанлиқидин икән. Әмәлийәттә хитай мәркизи һөкүмәт вә йәрлик һөкүмәтләр тәрипидин берилгән вәдиләр интайин көп болуп, һәқиқи иҗра қилидиған әһвал наһайити аз көрүнгән.
Хитай һөкүмитиниң әйдиз мәсилисидә илгирикидин бир қәдәр илгирлиши пүтүнләй хәлқара бесимниң күнсери күчийиватқанлиқидин болған. Вән йәнхәй пәнди сөзидә йәнә " хитай һөкүмити давамлиқ техи бир ишни қилмай турупла , ташқи дуняға "ундақ қилимиз, бундақ қилимиз" дәп өзини көрситишкә тиришиду. Лекин, бундақ қилиш пәқәт вақтинчә рол ойнап, мәсилини һәргизму йилтизидин һәл қилалмайду" дәп көрсәтти.
Даңлиқ әйдиз паалийәтчиси ли дән әпәнди хитай һөкүмитиниң әйдиз мәсилисидә тутқан позитсийиси һәққидә тохтилип, "мәйли мәркизи һөкүмәт болсун, яки мәркизи һөкүмәт рәһбәрлири болсун, улар һечқачан әйдиз мәсилисини дөләт ичидики әң чоң мәсилиләр қатарида көрмигән. Улар үчүн һазир тәйвән мәсилиси, қозғилаң мәсилиси муқимлиқ мәсилиси дегәндәкләр әң муһим болуп, әйдиз апитидинму алдинқи орунда туриду. Шуңа, улар һәргизму әйдиз мәсилиси һәққидә артуқчә баш қатуришни халимайду" дәп билдүрди.
Әйдиз билән юқумланғанлар сани 10 милйонға йетиши мумкин
Хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған санлиқ мәлуматта ейтилишичә, һазир хитайда 840 миң адәм әйдиз вироси билән юқумланған. Лекин, хәлқ ичидики әйдиз паалийәтчилири вә әйдиз мутәхәссислириниң билдүрүшичә, әмәлий сан буниңдин нәччә һәссә юқири болған. Дуня сәһийә тәшкилатиму, " хитайдики әйдиз кесилиниң тарқилиш әһвали интайин еғир болуп, һөкүмәт җидди чарә-тәдбир қолланмиса болмайдиған дәриҗигә йәтти" дәп тәкитләп, " әгәр һөкүмәт җидди чарә- тәдбирләрни қолланмайдикән, 2010 - йилиға барғанда, хитайдики әйдиз вироси билән юқумланғанлар сани10 милйонға йетиши мумкин" дәп пәрәз қилмақта.
Хитай әйдиз кесилини контрол қилишта, алди билән растчил болиши керәк
Даңлиқ дохтур вә әйдиз паалийәтчиси гав явҗе ханим " әгәр хитай һөкүмити һәқиқәтән әйдиз кесилини контрол қилимиз дәйдикән, алди билән әмәлийәтни көздә тутуп, растчил болиши керәк. Әгәр бундақ қилмай йәнила ялған гәп қилип, көз боямчилиқ қилидикән, ундақта әйдиз кесили түпәйлидин келип чиқидиған ақивәт 2 - дуня уришидинкидинму еғир болиду" дәп көрсәтти.
Уйғур елида әйдиз вироси билән юқумланғанлар сани 9730 ға йәтти
Хитай һөкүмитиниң йеқинда үрүмчидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, бу йил йил ахириға қәдәр, уйғур елида әйдиз вироси билән юқумланғанлар сани 9730 ға йәткән болуп, мәмликәт ичидики омуми санниң 13 пирсәнтини игилигән. Болупму йеқинқи бир- икки йилдин буян ақсу вә қәшқәр қатарлиқ районларда, әйдиз виросиниң тарқилиш сүрити интайин тез болуп, әйдиз кесили түпәйлидин өлүп кетиватқанлар саниму барғансери көпәйгән.
Уйғур районидики әйдиз мәсилиси һәққидә мәхсус тәтқиқат елип бериватқан доктор муһәммәт имин әпәнди уйғур райониниң 2004 - йилидики әйдиз әһвали, хитай һөкүмитиниң буниңға тутқан сиясити вә өз арзулири һәққидә тохтилип мундақ диди:
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә әйдиз күнсири ямримақта (2)
- Уйғур елидә әйдиз күнсири ямримақта (1)
- Уйғур елидики әйдиз кесили вә зәһәрлик чекимлик
- Уйғур районида әйдиз вироси билән юқумланғанлар көпәймәктә
- Хитай вә уйғур районидики әйдиз йетимлири һәққидә
- Уйғур районидики аялларниң әйдиз кисилигә гириптар болиши вә униң алдини елиш һәққидә
- Уйғур районидики һамилдар аяллар вә улардин туғулған әйдиз бовақлар
- Доктор муһәммәт имин әпәнди билән әйдиз һәққидә сөһбәт
- Уйғур елидә әйдизниң кәң даиридә тарқилишиға әгишип, әйдиз йитимлириму көпәймәктә