Уйғур елидә әйдизниң алдини елиш ишлири тәшвиқат биләнла чәкләнмәктә
2005.04.29
Биз алдинқи аңлитишимизда уйғур елидә әйдиз тәлим - тәтқиқат түрлири бойичә халисанә хизмәт ишләватқан, һазирчә өзини ашкарлашни халимиған мәлум аммиви тәшкилатниң мудири билән уйғур елидики әйдиз вәзийити һәққидә сөһбәт өткүзгән идуқ, сөһбитимиз җәрянида у мәзкур тәшкилатниң нөвәттә җәмийәтниң шундақла хәлқаралиқ әйдиз тәтқиқат фонди орунлириниң уйғур елидики әйдиз мәсилилиригә көңүл бөлүшини қолға кәлтүрүш үчүн мәхпий издиниватқанлиқини тонуштурғандин башқа, нөвәттә уйғур елидә хитай һөкүмити тәрипидин қурулған " җинсий кесәлликләр һәмдә әйдизниң алдини елиш тәшкилати" намида бир орган болсиму әмма бу органниң уйғур елидә әйдизниң алдини елишта һечқандақ әмәлий иш қилип бақмиғанлиқини билдүргән иди.
Бу мунасивәт билән биз уйғур елидә һөкүмәт тәрәптин қурулған уйғур аптонум районлуқ җинсий кесәллик һәм әйдизниң алдини елиш җәмийитиниң рәиси ма йиңчүн билән алақилаштуқ.
Ма йиңчүн зияритимизни қобул қилип мәзкур җәмийәтниң характерини чүшәндүрди. У мундақ деди:
"Биз асасән уйғур елидики җинсий кесәллик һәмдә әйдизниң алдини елишқа даир мас хизмәтләрни елип бериватимиз, әмәлий хизмәт қиливатқан хизмәтчимиз 150 тин ашиду, бәзи мәхсус тәтқиқат түрлириниму қилимиз, хәлқараниң бир қисим фондилириниң ярдимини илтимас қилимиз, һөкүмәтму мәхсус мәбләғ аҗритиду. Әйдизниң алдини елишта тәшвиқат хизмәтлирини қилимиз.
Ма йиңчүн йәнә уйғур елиниң нөвәттики әйдиз вәзийитини қисқичә тонуштуруп мундақ деди:
" Уйғур елидә 95 - йилидин башлап әйдиз вәзийити бир қәдәр еғирлашқа башлиған, һазирғичә уйғур елидә мәлум болған әйдизләр йигирмә миңдин ашти, асасән уйғурлар, буларниң көп сандикиси зәһәрлик чекимликни окул қилип уруш йоли билән юқумланғанлар, әмма йеқиндин буян җинсий алақә йоли билән юқумлиниватқанларму көпийиватиду, биз буниң үчүн җәмийәттә вә мәктәпләрдә кишиләргә җинсий мунасивәттә гандон ишлитиш тәшвиқатини елип бериватимиз, һәмдә бәзи боюмларни тарқитиватимиз. Әмма, уйғурларниң мәдәнийити, өрүп - адити пәрқлиқ болғачқа бу тәшвиқатқа маслишишиму унчә актип болмайду. Бурун үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрләр еғир районлар һесаплинатти. Һазир кеңийип қәшқәр һәмдә хотән қатарлиқ җәнубий уйғур районлиридиму еғирлаватиду, илгири юқумланған бәзи әйдизләр һазир кесәллик басқучиға өтти."
Мухбиримизниң "әйдиз давалаш ишлиричу, бу силәрниң хизмәт даирәңләрдә әмәсму?"дегән соалиға, у мундақ җаваб бәрди:
"яқ, чүнки униңға техи йетәрлик мәбләғ йоқ болғачқа, давалаш ишлириға техи күчимиз йәтмәйду. Әмма уйғур ели иқтисадий җәһәттә бир қәдәр арқида намрат болғачқа, уларниң давалиниш ишлириға таза имкани йоқ. Һөкүмәтму буниңға қарита ярдәм ишлирини башлиди. Бәзи хәлқаралиқ фондларниң хизмәтлириму мас һалда йүришиватиду. Бирақ йәнила әйдизләрниң һәммисигә йетәрлик шараит яритишқа техи бир мәзгил бар"
Мухбиримиз : Ундақта силәрчә уйғур елидә әйдизниң бунчә тарқилишида әң асаслиқ сәвәб нимә ?
Ма йиңчүн : Зәһәрлик чекимлик мәсилиси. Әмма буниң алдини елиш бизниң вәзипимиз әмәс. Бу җамаәт хәвепсизлик, қанун органлириниң вәзиписи. Зәһәрлик чекимликниң контрол қилиниши әйдизниң контрол қилинишиға бивастә мунасивәтлик. Бизпәқәт әйдизниң юқуш йоллири, униңдин қандақ мудапиәлиниш һәққидә тәлим- тәрбийә елип баримиз халас.
Мухбиримиз : Игә болишимизчә, нөвәттә силәргә охшаш һөкүмәт тәрәптин қурулған әйдизгә қарши тәшкилатларниң, елип бериватқан хизмәтлири пәқәт тәшвиқат биләнла чәклинип қалғачқа, бәзи халис кишиләрниң тәшкиллиниши билән җәмийәттә йәнә аммиви, тәшкилатларму мәйданға чиқивитипту буниңдин хәвириңлар барму ?
Ма йиңчүн : Тоғра җәмийәттиму әйдиз үчүн һәркәт қиливатқанлар бар бизниң тәшкилатимиздиму халис хизмәт қиливатқанларму бар,әйдиз билән юқумланғанларму бар. Мениңчә бизниң техиму кәң даиридә әмилий иш қилишимиз үчүн иқтисад кетиду. Шинҗаң бәк намрат қийинчилиқ йәнила көп. Биз пәқәт аммиға әйдиздин қандақ мудапиәлинип өзини асраш һәмдә башқиларниму асраш һәққидә тәшвиқат һәмдә тәрбийә ишлирини елип баралаймиз. (Гүлчеһрә)
- Уйғур елидики әйдизни контрол қилиш үчүн аммиви тәшкилатлар мәйданға чиқмақта
- Хитай елип бериватқан әйдиз ваксини уруш синиқиниң үнүми қандақ болиду?
- Доктор муһәммәт имин зәһәрлик чекимлик һәққидә тохталди(1)
- Доктор муһәммәт имин әпәнди билән әйдиз йетимлири һәққидә сөһбәт
- Доктор муһәммәт имин әпәнди билән әйдиз мәсилиси һәққидә сөһбәт (2)