Хитай вә уйғур районидики муһит кризис мәсилиси
2004.12.09
Йеқинда әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң мухбири луйиса лим ханим "хитайдики муһит мәсилиси кризис һаләткә йәтти" дигән темида мақалә елан қилип, хитайдики икологийилик муһит булғиниш әһвалиниң һәқиқәтән наһайити еғир икәнлигини оттуриға қойди.
Хитайдики муһит мәсилиси кризис һаләткә йәтти
Луиса лим ханимниң көрситишичә, һазир хитайдики 250 тин артуқ шәһәрләрдә кислаталиқ ямғур түпәйлидин, нурғунлиған дәря- еқинлар булғанған һәмдә аз дегәндә 300 милйон деһқан илаҗи йоқ һаят үчүн дәл мушу булғанған суни ичишкә мәҗбур болған.
Дуня банкисиниң санлиқ мәлуматида ейтилишичә, һәрйили муһитниң булғинишидин келип чиққан чиқимниң өзи омуми хәлқ ишләпчиқириш мәхсулатиниң٪ 12 ни игилигән. Нобел мукапатиға еришкән хәлқара даңлиқ муһит мутәхәссиси ма ляв хитай һөкүмитини дәрһал һәрикәткә келип, муһит кризис мәсилисини бир тәрәп қилишқа чақирди.
Хитай һөкүмити өзиму муһит кризисини һис қилишқа башлиди
Хитай һөкүмити өзиму мәмликәт ичидики муһит мәсилисиниң интайин еғир һаләттә икәнликини һис қилишқа башлиған. Йеқинда хитайниң муһитни асраш оргинидики бир юқири дәриҗилик әмәлдарниң билдүрүшичә, хитайдики еғир дәриҗидә мәвҗут болуп туриватқан муһит мәсилиси рәсмий кризис һаләткә йәткән, һәмдә иқтисадниң тәрәққи қилишиғиму зор тәсир көрситидиған хәтәрлик басқучқа киргән. У йәнә: "һөкүмәт муһит мәсилисини бир тәрәп қилишта, йеңи қануний түзүмләрни бекитиши керәк, болмайдикән, бу хил һаләттә хитай санаитини давамлиқ һалда тәрәққий қилдуруш һәргизму мумкин әмәс" дәп көрсәтти.
Хитайниң тәрәққи қилиши билән дуня муһити зор тәсиргә учриди
Америка ташқи ишлар комитети асия гурупписиниң мәсули җәмс әпәнди йеқинда асия дөләтлиридики муһит мәсилиси һәққидә қилған сөзидә, "хитайдики тәрәққият дуня муһитиға зор тәсир көрсәтмәктә " дәп агаһландурған. Бундин илгири хәлқара муһит мутәхәссислири хитайниң көмүр истимал қилишта дуняниң әң алдинқи орунда туридиғанлиқини һәмдә хитайда аптомобил саниниң күнсери көпийиши билән, униң дуняда карбон төт оксидни әң көп пәйда қилидиған дөләткә айлиниватқанлиқини көрсәткән.
Хитайниң ғәрбий районидики муһит һалити техиму начар һаләттә болмақта
Америкидики муһит мутәхәссислириниң көрситишичә, һазир хитайниң көп қисим җайлирида болупму ғәрбий районлирида, икологийилик муһит күнсери начарлишишқа қарап маңған. Һөкүмәт муһитни асраш һәққидә нурғун бәлгилимә вә сиясәтләрни бекиткән болсиму, бу җайлардики муһитни асраш фондиниң интайин кәм болғанлиқидин, бу түрдики сиясәтләр мәзкур җайларда һечқачан иҗра қилинмиған.
Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити вә униң уйғур районидики муһитқа болған тәсири
Хитай һөкүмитиниң уйғур районида елип бериватқан "ғәрбни ечиш" һәркитиниң давамлишиши билән, мәзкур райондики муһит мәсилисиму күнсери еғирлашқан.
Мәсилән, хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән хәвиридә, әслидики иқтисадий мәнпәәти юқири болған тарим дәряси еқинлириниң бүгүнки күндә икологийилик муһитқа еғир хәвп йәткүзидиған бир орунға айлинип қалғанлиқи мәлум қилинған. Мәзкур мақалида йәнә тарим дәрясиниң йерим әсирдин буян икиологийилик җәһәттә вәйранчилиққа учриғанлиқи, 50 йилдин бери тарим дәря еқининиң суғурулуш көлими вә адәм нопуси айрим һалда үч һәссә вә икки һәссиләп өрлигәнликтин, қурғақ еқинларға еқитилған суниң бәштин бир қисми азийип, дәряниң төвән еқининиң 320 кило метир қисқирап кетиши һәмдә дәря сүйи шорлишип, тоғрақлиқ кәң көләмдә қуруп кетиштәк икиологийилик кризисни кәлтүрүп чиқарғанлиқи итирап қилинған.
Қумлишиш нисбити ашмақта
Мунасивәтлик матириялларға қариғанда, тәклимакан қумлиқиниң шималий қисмидики йәни тарим дәрясиниң юқири вә оттура еқинлиридики суни, йигирмә - оттуз йилдин буян боз йәр ачқучилар халиғанчә терилғу йәрләргә башлап кәткәнликтин, төвән еқининиң қоруп кетиш әһвалини кәлтүрүп чиқарған. Шундақла төвән еқинниң тәбиий йәр йепинчиси вә сүний йәр йепинчисиниң٪ 75 и азийип кәткән болуп, қумлуққа айлиниш көлими ٪ 90 тин ашқан. Хитай һөкүмити уйғур районидики икиологийилик муһит һәққидә елип барған тәкшүришидә, "һазир уйғур районида мәвҗут болуп туриватқан асаси икологийилик мәсилә қумлуқниң кеңийип кетиватқанлиқи дәря еқинлириниң қуруп кетиватқанлиқи, вә отлақларниң азийип кетиватқанлиқи" дәп оттуриға қойған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң уйғур елидики атом синақлири вә униң елип кәлгән апәтлири (3)
- Уйғур елидики қиммәтлик явайи һайванатларниң йоқап кетишигә ким сәвәбчи?
- Сайрам көлигә аққулар йәнә учуп келәрму?
- Хитай вә уйғур районида көл вә өстәң сулири булғанмақта
- Уйғур елидә аялларниң балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити тез өрлимәктә
- Хитай вә уйғур районидики өпкә раки күнсери көпәймәктә
- Уйғур йеза егилик йәр мәйданлириниң муһити еғир булғанмақта
- Семонт завуди розимәт йүзиниң муһитини булғиди