Чәтәлләрдики хитай мутәхәссислири муһит мәсилиси һәққидә хитай һөкүмити үстидин әрз қилмақта
2005.03.11
Йеқинда канададики хитай мутәхәссислири бирликтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә әрз сунған болуп, әрздә хитай рәһбәрлириниң 530 милярд америка доллири төлиши керәклики тәләп қилинди.
Канададики "бумей" муназирә тор бетиниң мәсули рен бумей вә бундин илгири бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ашлиқ бөлүм әмәлдари болуп ишлигән йеза игилик мутәхәссиси лув җигав қатарлиқ 5 нәпәр мутәхәссис бирликтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә вә шундақла хитай хәлқ али сот мәһкимисигә хитай компартийиси, хитай һөкүмити вә сабиқ компартийә секритари җяң земин, сабиқ баш министир җу роңҗи вә хитай хәлқ қурултийи сабиқ башлиқи ли пең қатарлиқлар үстидин әрз сунуп, мәзкур әмәлдарларниң өз вәзиписини өтәш җәрянида һоқуқидин пайдилинип, икологийилик муһитқа халиғанчә зиян йәткүзгәнлики, шундақла хәлқара икологийилик муһитқиму еғир зиян йәткүзгәнлики һәққидә шикайәт қилди.
Улар бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә сунулған бу әрзидә, җяң земиң, җу руңҗи вә ли пиң қатарлиқларниң мәмликәт ичи вә сиртидики икиологийилик муһитқа елип кәлгән зийини үчүн җинайи җавабкарлиқни өз үстигә елишини вә муһитқа елип кәлгән зийини үчүн 530 милярд америка доллири төлиши керәкликини тәләп қилди.
Мәзкур әрздә ейтилишичә, 1990 - йилидин буян, йәни җяң земин, ли пиң, җу руңҗи қатарлиқлар һоқуққа игә болғандин башлап, иқтисадниң тәрәққи қилиши билән бир вақитта, муһит зор дәриҗидә бузғунчилиққа учрап, пәқәт хитай хәлқғила әмәс, бәлки әтраптики чегридаш дөләтләргиму чоң зиян елип кәлгән.
Әрздин бурунқи тәйярлиқ
Рен бумей, лув җигав қатарлиқларниң билдүрүшичә, улар мәзкур әрзини сунуштин илгири, узун вақит тәйярлиқ қилған. Йәни мәмликәт ичидин нурғун мунасивәтлик матириялларни топлиғандин кейин, андин әрз сунуш қарариға кәлгән. У бу һәқтә мундақ деди:
"Биз мәмликәттики чеғимизда, нурғунлиған материялларни йиғқан. Болупму 1989 - йилидин буянқи 15 йил җәрянида, биз җяң земинниң хитай иқтисадиға бәргән баһасиға асасән, иқтисатниң тәрәққи қилиши билән, бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқниң күнсери кеңийип кетиватқанлиқини, болупму бу хил тәрәққият үчүн муһитниң зор дәриҗидә бәдәл төлигәнликини байқидуқ. Демәк, хитай иқтисадиниң тәрәққияти муһитни халиғанчә бузуш арқилиқ қолға кәлгән".
Рен буминниң билдүрүшичә, мәзкур әрзни йезишта ишләткән матириялларниң һәммиси хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған мәлуматларға һәмдә хитай һөкүмәт әмәлдарлири өзлириму иқрар боливатқан әмәлий пакитларға асасланған.
Бизниң мәқситимиз, техиму көплигән кишиләрни хәвәрдар қилиш
Давагәрләр әрзидә 12 түрлүк қанун низамнамиға асаслинип туруп, хитай һөкүмитиниң муһитқа бузғунчилиқ қиливатқанлиқи һәққидә түрлүк пакитларни оттуриға қойған. Рен буминниң билдүрүшичә, җавабкар бир вақит ичидә хәлқара қануни вә дөләт қануниға хилаплиқ қилған. Мәзкур әрз қобул қилинип дило турғузулуштин бурун, хитай һөкүмити бәлким һечқандақ инкас қайтурмаслиқи мумкин, лекин хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси бу дилони тиклигән заман, хитай әмәлдарлири инкас қайтурмай амали йоқ. У бу һәқтә мундақ деди:
"Бизниң мәқситимиз техиму көплигән кишиләрни бухил әһвалдин хәвәрдар қилиштур. Шундақла хәлқараниң бу җәһәттә хитайға бесим ишлитип, муһитниң техиму чоң зиянға учиришидин сақлиништур. Биз хәлқараниң, шундақла хитай хәлқиниң бизниң әрз қилғанлиқимизни қоллишини үмид қилимиз. Шундақла хитай пуқралириниң кәчмиш тәҗирбилиригә қарап, уларниң чоқум бизни қоллайдиғанлиқиға ишинимиз".
Рен бу минниң билдүрүшичә, улар һазир интернәт тор бәтлиридә техиму көплигән давагәрләр билән алақилишип, уларниң имзасини топлимақта. Имза қоюш һәрикити 4 - айниң бешиғичә давамлишидикән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә муһит булғанмақта
- Хитай вә уйғур районидики муһит кризис мәсилиси
- Хитайниң уйғур елидики атом синақлири вә униң елип кәлгән апәтлири (3)
- Уйғур елидә аялларниң балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити тез өрлимәктә
- Уйғур йеза егилик йәр мәйданлириниң муһити еғир булғанмақта
- Семонт завуди розимәт йүзиниң муһитини булғиди