Хитай вә уйғур елиниң муһити күнсери начарлашмақта

Һәр йили 6 - айниң 5 - күни "дуня муһит күни" болуп, көплигән муһит мутәхәссислири хитай иқтисадниң тез сүрәттә тәрәққий қилишиға әгишип, муһитниң булғинишиниң еғир боливатқанлиқини оттуриға қоюшти.

Тәңритағ тор бетиниң 6 - июн күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, бу йил аптонум район бойичә һаваниң булғиниши вә екологийилик муһитниң начарлишиши илгирики йилларқидин көп еғир болған.

Уйғур елиниң қизилсу орманчилиқ идарисида ишлигән, йеқинда америкиға кәлгән бир ханим, зияритимизни қобул қилип, уйғур елидики муһит булғиниш һәққидә тохталди.

Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни мухбиримиз меһрибанниң программисидин аңлаң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org