Қандақ қилғанда қуш зукимидин сақланғили болиду?


2005.06.10

6 - Айниң 9 - күни хитай һөкүмити уйғур елиниң шималий қисмиға җайлашқан чөчәк шәһиридики бир ғаз фермисида, қуш зукам вируси байқалғанлиқини елан қилди.

Хитай йеза игилик министирлиқиниң ашкарилишичә, уйғур елиниң чөчәк шәһиридики ғаз фермисида қуш зукам вируси билән юқумланған ғазларниң сани 1500 әтрапида болуп, өлгән ғазниң сани 406 йәткән. Бу хил зукам вирусиниң кеңийип кетиш хәвпидин әнсиригән даириләр, мәзкур фермидики 13000 данә ғазни өлтүрүшкә мәҗбур болған.

Ундақта қуш зукимини пәйда қилғучи вирус зади қандақ тарқилиду? кесәл болған қушларда қандақ аламәтләр көрилиду? қандақ қилғанда униң алдини алғили болиду? бу соалларни чөридигән һалда, биз нйо-йорктики колумбия университетинииң тәтқиқатчиси мәмәт имин әпәндини зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.