Хитай вә уйғур районидики өпкә раки күнсери көпәймәктә
2004.10.20
Хитайдики өпкә ракиға гириптар болғанлар изчил һалда көпәймәктә
Хитай дунябойичә тамака ишләпчиқириш вә истимал қилиши әң көп болған дөләт болуп һисаплиниду.Мәлуматларда көрситилишичә: һазир дунядики бир милярд тамака чекидиғанлар арисида, 300 милйондин артуқи хитайда болуп, уларниң арисидики 5 милйонға йеқини яш өсмүрләр болуп һисаплинидикән.
Америка сәһийә тәтқиқат институтидики өпкә рак мутәхәссиси паң йү биңниң билдүришичә : узун муддәт тамака чәккәнләрниң өпкә ракиға гириптар болуш ниспити тамака чәкмигәнләргә селиштурғандайегирмә һәссә юқири болидикән.
Хитай өсмә кисәлликләр мутәхәссиси, хитай армийә өсмә кисәлликләр мәркизиниң баш мудири җин шу күйниң мәлум қилишичә: йеқинқи йиллардин буян,хитайдики өпкә раки 10 йилдин бурунқиға селиштурулғандабирһәссә ашқан болуп, болупму җаңсу , шаңхәй қатарлиқ иқтисад вә санаәт тәрәққи қилған районларда өпкә раки билән өлгән кишиләрниң сани пүтүн раң кисили билән өлгәнләрниң ичидә әң юқири ниспәтни игәлләйдикән.
Хитай мәмликәтлик кисәлликләрни контрол қилиш мәркизиниң мәлуматиға асасланғанда, 2000 - йилидин һазирғичә болған 5 йил арилиқта, 120 миң киши йеңидин өпкә ракиға гириптар болуп, бу хил кисәлләрниң өмуми сан 500 миңға йәткән. Һәмдә буниң ичидә 330 миңи әрләр болуп,170 миңи аялларикән.Шундақла уларниң 90 пирсәнти тамакачекиш билән бивастә мунасивәтлик икән.Мутәхәссисләрниң мөлчәрлишичә:2025 - йилиға барғанда, хитайдики өпкә ракиға гириптар болғучиларниң сани бир милйондин ешип,хитай дуня бойичә өпкә раки әң көп болған дөләткә айлинидикән.
Уйғур районидики кишиләрниң өпкә ракиға гириптар болишидики сәвәпләр
Мәлуматларға қариғанда, йеқинқи йиллардин буян уйғур районидики өпкә ракиға гириптар боливатқанларниң саниму барғансери көпәйгән болуп, буниңдики асаси сәвәп муһитниң булғуниши , тамака чекидиғанларниң көпийип кетиватқанлиқи болупму тамака чекидиған яш- өсмүр балиларниң күнсери көпийип кетиватқанлиқидин икән. Бу һәқтә нивйорукта турушлуқ медитсина тәтқиқатчиси доктор муһәммәт имин әпәнди мундақ диди:
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә аялларниң балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити тез өрлимәктә
- Һамилдар аялларниң туғутта өлүп кетиш мәсилиси һәққидә
- Уйғур йеза егилик йәр мәйданлириниң муһити еғир булғанмақта
- Уйғур мутәхәссиси хәлқара йүрәк кесәллики тәтқиқат йиғиниға қатнашти
- Семонт завуди розимәт йүзиниң муһитини булғиди