Архип
2010-12-08
Уйғур елидә нөвәттә гәрчә хироиндин ибарәт зәһәрлик чекимликниң бир қәдәр тизгинлинип, чәккүчиләрниң саниниң илгирикигә қариғанда көрүнәрлик азлиғанлиқи мәлум қилиниватқан болсиму, истансимиз игилигән учурларға қариғанда, йеқинқи йиллардин буян нәшидин ибарәт зәһәрлик чекимлик уйғур яшлирида охшашла шиддәт билән ямримақта.
2010-10-15
Хитай мәтбуатлири йеқинда, пәқәт алтай вилайитидила сақлинип қалған әң ахирқи 160 түп ява шор қейин дәрихиниң қуруп кәткәнликини хәвәр қилди. Игилигән учурлардин мәлум болушичә, бу қейинлар шу йәрдики хитай көчмәнлириниң қейинзарлиқ әтрапида боз йәр ечип, қейинзарлиқниң су мәнбәсиниң үзүлүп қелиши сәвәблик қуруп кәткән икән.
2010-09-29
Хитайниң 1 - өктәбир байрими йәни алтун һәптилики аталған йәнә бир саяһәт долқуни башлиниш алдида туриду. Өктәбир саяһәт һәптиси, уйғур елидики хитай саяһәт ширкәтлири үчүн таза пул тапидиған пурсәт болса уйғур елиниң тәбиий гүзәл сәйли маканлири үчүн бу саяһәтчиләр долқуниниң һуҗумида йәнә бир қетимлиқ булғинишниң йетип келидиғанлиқидин дерәк бериду.
2010-09-29
Хитай 1997 - йили лопнурда ядро синиқи елип беришни тохтатқан болсиму, лекин йәрлик хәлқ аз кәм 40 йилдин буян бу районда елип берилған ядро синақлири пәйда қилған радиактиплиқ булғинишниң тәсиридин һазирғичә қутулалмиди. Анализчиларниң әскәртишичә, хитай лопнурда ядро синиқи елип беришни тохтатқиниға 10 йилдин ашқан бүгүнки күндә ядро синақлириниң йәрлик аммида пәйда қилған җисманий бузғунчилиқи күндин күнгә рошән ипадиләнмәктә.
2010-09-24
Биологийә мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, уйғур дияриниң җуғрапийисидә егиз тағ, дәря, көл, орман отлақ, чимлиқ, сазлиқ, едирлиқ вә чөлләргә охшаш пәрқлиқ екологийилик муһит мәвҗут икән. Бу муһитта яшиған һайванат вә өсүмлүкләрму һәрхил икән.
2010-09-15
Өткән һәптә хитай хәвәр мәнбәлиридә, маралбеши наһийисиниң муавин һакими худабәрди юнусниң, наһийә тәвәсидики 24 миң мо тоғрақлиқни көтүрә беришкә тәстиқ селип, тоғрақлиқта боз йәр ечилип, тоғрақлиқниң вәйран болушиға сәвәбкар болғини үчүн сотланғанлиқи һәққидики хәвәр берилгәндин кейин, уйғур җәмийитидә инкас қозғалди.
2010-08-27
Қазахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 26 - авғуст күни астана шәһиридә хәлқара ядро синиқиға қарши һәрикәт күнигә беғишланған муһакимә болуп, униң қатнашқучилири дуня җамаәтчиликигә мураҗиәтнамә елан қилған.
2010-08-09
1945 - Йили америка һәрбий айрупиланлири японийиниң хирошима шәһиригә вә аридин үч күн өткәндин кейин нагазакиға атом бомбиси ташлиған иди. Икки қетимлиқ атом бомбиси һуҗумида 140 миң киши талапәткә учриған болуп, япон хәлқи бу палакәт күнини вә у күндә өлгәнләрни һәр йили хатириләп кәлмәктә.
2010-04-22
Бүгүн 22 - апрел күни дуня йәр шари күниниң 40 йиллиқ хатирә күни. Мушундақ бир күндә, кейинки 30 йилдин буян хитайда иқтисадниң йүксилишигә әгишип, барғанчә еғирлишиватқан муһит булғиниш мәсилисиму дуня җамаити көз тикиватқан муһим нуқтиларниң биригә айланди.
2010-03-31
Тәңритағ тор бетидә "абдувәлигә ярдәм қолимизни сунайли" намлиқ мураҗиәтнамә елан қилинғандин кейин, ақ қан кесилигә гириптар болған 8 яшлиқ абдувәли вә униң аилисиниң паҗиәлик қисмити, хәвәрни аңлиған уйғурларниң хәйрихаһлиқини қозғиған.