Һамилдар аялларниң туғутта өлүп кетиш мәсилиси һәққидә


2004.10.04

Дуня сәһийә тәшкилати йеқинда елан қилған бу доклатта һазир тәрәққи қиливатқан дөләтләрдә һәр бир минутта бирһамилдар аялниң туғутта өлүп кетиватқанлиқини оттуриға қоюп,һәрқайси дөләтләрни тездин һәркәткә келип, бу һәқтә җидди чарә - тәдбир қоллинишиқа чақирди.

Дуня сәһийә тәшкилати мәзкүр доклатта йәнә көплигән дөләтләрни тәнқит қилип,уларниң табүгүнгә қәдәр техи бу мәсилини тоғра тонуп йәтмигәнликини тәкитлиди. Дуня сәһийә тәшкилатидики бир әмәлдарниң билдүришичә: һазир дуняда тәхминән 62 дөләт һамилдар аялларниң туғутта өлүп кетиш әһвали һәққидә дуня сәһийә тәшкилатиға һичқандақ ениқ бир санлиқ мәлумат йәткүзмигән.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң бу һәқтә бәргән санлиқ мәлумати

Дуня сәһийә тәшкилатиниң санлиқ мәлуматида билдүрилишичә:һазир дуняда һәрйили туғутта өливатқан һамилдар аялларниң сани 500 миңдин ашқан болуп, африқида, һәр100 миң бала туғулғанда 830 нәпәр ана өз һаятидин айрилидикән, асия дөләтлиридә болса, һәр 100 миң бовақ туғулғанда өливатқан аниларниң сани 330 дин артуқ болуп,бу сан тәрәққи қилған дөләтләрдә пәқәт йигирмә әтирапида болған.

Хитай вә уйғур районидики һамилдар аялларниң әһвали

Мунасивәтлик мәлуматларда билдүрилишичә:хитайниң намрат йезилирида,шундақла уйғур райониниң җәнубийдики йезиларда һамилдар аялларниң туғутта өлүп кетиш әһвали бир қәдәр еғир икән.Биз буһәқтә аптоном районлуқ сәһийә назаритиға телифон қилип, әһвал игәллимәкчи болдуқ.

Зияритимизни қобул қилған бир хадим гәрчә җәнубий районларда йүз бериватқан һамилдар аялларниң туғутта өлүп кетиш әһвалиниң мәвҗүт икәнликигә иқрар болған болсиму,лекин "өлүп кетиш ниспити интайин төвән" дәп тәкитләп,"бизниң бу җайдики ана-балилар сақлиқни сақлаш хизмити наһайити яхши кетип бариду,туғутта өлүп кетидиған әһвал пәқәт миңниң бири яки он миңниң бири дисәкму болиду" дәп билдүрди.

Аптоном районлуқ сәһийә назаритидә ишләйдиған бу хадим уйғур районидики туғутта өлүп кетиватқан һамилдар аяллар һәққидә соралған суалларға иниқ җавап бериштин, йәни ениқ санлиқ мәлумат бериштин өзини қачуруп,"бу һәқтә ениқ бир нәрсә дийиш тәс, һамилдар аялларниң туғутта өлүп кетиш мәсилиси пәқәт тәрәққи қиливатқан дөләтләрдила әмәс,бәлки тәрәққи қилған вә давалаш техникиси үстүн болған бай дөләтләрдиму охшашла мәвҗүт " диди.

Урумчи шәһәрлик достлуқ дохтур ханисиниң туғут бөлимидә ишләйдиған бир дохтур мәзкүр дохтурханида йеқинқи йиллардин буян һичқандақ туғутта өлүп кетиш әһвалиниң йүз бәрмигәнликини лекин бәзи шәхси дохтурханиларда бу хил әһвални йоқ дигили болмайдиғанлиқини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған бу дохтур йәнә: "уйғур райониниң җәнубий қисимлиридики намрат йезиларда,аяллар һамилдар болсиму,йәнила етизлиқта еғир әмгәк қилғанлиқтин, өзини яхши күтәлмәйду, уларниң нормал тәкшүрүшләрни елип беришқиму мадари йәтмәйду,улар пәқәт қосиқи ағриғандила андин дохтурға бариду. Бәзиләр һәтта балиниң қосақта өлүп қалғининиму билмәй йүривериду." Дәп тәкитләп келип җәнубий районлардин кәлгән уйғур аяллириниң бу хил сәвәпләр түпәйлидин көп чағларда туғутиниң тәс болидиғанлиқини һәмдә уларниң һәрхил аяллар кисилигә гириптарболуп қеливатқанлиқини билдүрди.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң бу һәқтики агаһландуриши

Дуня сәһийә тәшкилатиниң агаһландуришичә: әгәр мунасивәтлик дөләтләртездин һәркәткә кәлмәйикән вә үнүмлүк чарә- тәдбирләрни қолланмайдикән, әһвал техиму еғирлишип, техиму көп сандики һамилдар аялларниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқириши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.