Паҗиәлик қисмәт, унтулмас чақириқ !

Бу йил 3 - айниң 13 - күни уйғур хәлқиниң 20 - әсир әдәбиятиниң асасини салғучилиридин бири, уйғур хәлқини ойғитип вә уни азадлиққа чақирип, шу йолда өз һаятини тәқдим қилған шаир абдухалиқ уйғурниң шең шисәй тәрипидин паҗиәлик түрдә өлтүрүлгәнликиниң 76 йиллиқидур.

Мәрһум абдухалиқ уйғурниң һайати вә шеирлири тонуштурулған китапниң муқава сүрити. RFA Photo

Абдухалиқ уйғур өзиниң қисқа өмридә уйғур әдәбияти үчүн өчмәс төһпә қошупла қалмастин, бәлки уйғур милләтпәрвәрликиниң шәкиллиниши вә тәрәққиятидиму муһим рол ойниди.

Абдухалиқ уйғур 1931 - 1933 - йиллиридики уйғур миллий азадлиқ һәрикәтлириниң актип иштиракчилиридин биридур.

Юқиридики аваз улинишидин, абдухалиқ уйғурға беғишланған бу мәхсус программимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.   

( Абдухалиқ уйғурниң шеһит қилинғанлиқиниң 76 йиллиқи мунасивити билән)
2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org