"Или миллий маарип халис фонди җәмийити" ниң қурғучиси аблимит һаҗимниң тәқдири тоғрисида
-
2007-05-07 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Һазирқи заман уйғур миллий еңиниң шәкиллинишидә бәлгилик орунға игә, мәрипәтлик земин или вадиси, иш излири тилларда дастан болуватқан инқилабчиларни, қәһриман- палванларни, елим сөйәр вәтәнпәрвәр, мәрипәтпәрвәр затларни йетилдүргән. Мушу диярда яшап пулдар болған вә уйғур милли маарипиға төһпә қошуш йолида көп риязәт чәккән аблимит халис һаҗим шуларниң җүмлисидиндур.
Аблимит халис һаҗим, өз қериндашлириға халис ярдәм қилиш истикигә йетәлмәй ахири нурғун соруқчилиқларға учриған вә нәтиҗидә хитайниң мәркизи һөкүмитигә әрз сунушқа мәҗбур болған.
Халис фонди җәмийитиниң қурулуш мәхсиди
Аблимит халис һаҗим 1994- йили "или миллий маарип халис фонди җәмийити" ни қуруп чиққан болуп, мәлум болушичә, халис һаҗим тәшкиллигән бу фонди җәмийити йеқинқи заман уйғур тарихида уйғур елидики тунҗи қурулған миллий маарип фонди җәмийити болуп, һәтта уйғур елидики алий мәктәпкә әла нәтиҗә билән өткән яки алий мәктәпкә қобул қилинип, иқтисади әһвали яр бәрмәй оқуш пурситидин мәһрум қелиш еһтималлиқи болған намрат оқуғучиларға һөкүмәттин бирнәччә йил илгирила иқтисади ярдәм бериш вә өсүмсиз пул қәрз беришни башлиған миллий маарип фонди җәмийити иди.
Әсли бу җәмийәт ғулҗа шәһәрлик хәлқ һөкүмитиниң тәстиқлиши билән қанунлуқ һалда қурулған болсиму, лекин 2005 - йилиға кәлгәндә тақалған. Шуниң билән уйғурлар мәрипәт йолида ташланған йәнә бир хасийәтлик қәдимини тохтитивилишқа мәҗбур болған иди.
Халис фонди җәмийитиниң хитай һөкүмити тәрипидин тохтитилиши
Һазир үрүмчидә яшаватқан, лекин өз нам шәрипини ашкарилашни халимиған бир ханим, мәзкур фонди җәмийәтниң қурулуш мәқсити вә ярдәм пули тарқитиш тәдбирлири һәмдә кейинки әһвали һәққидә тохтилип өтти.
У ханимниң ейтишичә, хитай һөкүмити мәзкур фонди җәмийити йолға қойған оқуш мукапат вә ярдәм пулини хитай оқуғучиларғичә кеңәйтиш шәртини қойған. Әмма, аблимит халис һаҗим хитайниң бу шәртини рәт қилған шуниң нәтиҗисидә хитай һөкүмити бу фонди җәмийитиниң мәбләғлирини тоңлитип қойған.
Шундин башлап хитай һөкөмәт органлири аблимит һаҗимға сиясий җәһәттә сәзгүр муамилидә болған вә бу фонди җәмийәтни тақаштин илгири җәмийәтниң банка һесабатини пүтүнләй тоңлатқан.
Аблимит халис һаҗимниң һазирқи әһвали
Мәлум болушичә, аблимит һаҗим әсли ғулҗида ушшақ тиҗарәт билән пул тепип кейин йәр-мүлүк содисида көтүрүлгән икән.
Һазир чәтәлдә яшаватқан, бу фонди җәмийәт билән йеқиндин алақидар бир уйғур зиялийниң ейтишичә, хитай даирилири бу фонди җәмийәтни пүтүнләй тақивитиш җәрянида дөләт бихәтәрлик идарисиниң мәхпий сақчилири халис һаҗим билән бир нәччә рәт көрүшкән вә у ярдәм қилған оқуғучиларниң бәзи сиясий ишларға четилип қалғанлиқини көрситип фонди җәмийәткә сиясий җәһәттә гунаһ артмақчи болған икән.
Аблимит һаҗим 1956- йили атуш диярида туғулған. У балилиқ дәврлиридин башлап ғулҗида яшап кәлгән. Нам шәрипини ашкарилашни халимиған аблимит һаҗимниң йеқин бир тонушиниң мәлум қилишичә, узунға созулған сиясий бесим аблимит һаҗимға еғир роһий зәрбә елип кәлгән болуп, һазир униң саламәтлик әһвали дегәндәк яхиши әмәс икән.
Бу уйғур зиялийниң ейтишичә йәнә, хитай һөкүмити аблимит һаҗимға һәр хил бесимларни ишлитип униң бурун түзгән иқтисади тохтамлирини адаләтсиз һалда бикар қилған. Нәтиҗидә, аблимит һаҗим хитайниң уйғур елидә турушлуқ һөкүмитигә әрз сунуп ақтуралмиғандин кейин, һазир хитайниң мәркизи һөкүмитигә әрз сунған икән.
Әмма, сунған әрзиниң нәтиҗисиниң қандақ болғанлиқи һәққидә аблимит һаҗим билән көрүшүшкә көп урунған болсақму, мәлум сәвәбләр түпәйли у зат билән көрүшүшкә наил болалмидуқ. (Җүмә)