Муһәммәд әләйһиссалам туғулған күн
-
2008-03-20 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң тоғулған күнини хатирилимәктә. Муһәммәд әләйһиссаламниң дуняға келиши һәқиқәтән бир йоруқ дуняниң туғулуши иди. Муһәммәд әләйһиссалам миладийиниң 571 - йили 20 - април, фил йили рәбийәләввәл айниң 12 - күни дүшәнбә күнлүктә, һазирқи сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридики қурәйш қәбилисиниң әң мөтивәр аилиси болған бәни һашим аилисидә дуняға кәлгән. Муһәммәд әләйһиссалам тоғулған күн буйил мартниң 20 - күнигә тоғра кәлгән.
Сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ абдулетип һаҗим муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күни хатириси мунасивити билән сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдулетип һаҗим билән сөһбәт
Абдулетип һаҗим мәвлут паалийити тоғрулуқ мундақ деди:" мусулманлар һәр йили бу һәптини инсанларға аллаһ таала тәрипидин рәһмәт вә шәпқәт болуп кәлгән ислам пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламниң тоғулған күнини хатириләш һәптиси дәп қәдирләп кәлмәктә.
Вәтинимиз оттура асия мәмликәтлиридә болса, пәйғәмбәр әләйһиссалам дуняға кәлгән рәбиул әввәл ейини "мәвлут ейи"дәп атишиду вә бу айда өйләрдә җамаәт болуп нөвәт билән мәвлут оқуш паалийәтлири елип берилиду. Буларниң һәммиси пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламға болған сөйгү, муһәббәт вә ихласини изһар қилидиған паалийәтләрдур. Әмма әң тоғриси, муһәммәд әләйһиссаламни һәмишә яд етип, униң гүзәл әхлақини вә есил пәзиләтлирини һәр бир мусулман өзигә үлгә қилған һалда, униң йолиға изчил әгишиш, униң буйриғанлирини орунлап, тосқанлирини тәрк етиш, шундақла һәрким муһәммәд әләйһиссаламға болған һөрмитини, сөйгүсини вә ихласини әмәлий һәрикити билән көрситиштин ибарәттур."
Муһәммәд әләйһиссаламни қисқичә тонуштуруш
Абдулетип һаҗим муһәммәд әләйһиссаламни тонуштуруп мундақ деди:" муһәммәд әләйһиссалам аллаһ тааланиң йәр йүзидики әлчиси, пәйғәмбәрләрниң әң ахирқиси, инсанларға аллаһ тәрипидин ислам динини елип келиш билән, самавий динларни толуқлиған вә бу динларниң ғайисини әмәлгә ашурған әң шәрәплик пәйғәмбәрдур. Илгири аллаһ таала тәрипидин кәлгән һәр бир пәйғәмбәр бир мәхсус милләт арисиға әвәтилгән болса, пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам пүтүн инсанийәткә қаритилған омумйүзлүк бурчини зиммисигә алған һалда пүтүн аләмгә пәйғәмбәр болуп әвәтилгән. Аллаһ таала қуран кәримдә муһәммәд әләйһиссаламға мәхсус қилип мундақ дәйду: "сени биз пәқәт пүтүн инсанлар үчүн (мөминләргә җәннәт билән) хуш хәвәр бәргүчи вә (куппарларни азаб билән) агаһландурғучи қилип әвәттуқ, вә лекин инсанларниң толиси (буни) билмәйду." (Сәбәء сүриси 28- айәт)
Муһәммәд әләйһиссалам мушундақ алаһидә пәйғәмбәр болғанлиқи үчүн, униң пәвқуладдә роли арқисида, мусулманларниң муһәммәд әләйһиссаламға һөрмәт қилиши барлиқ пәйғәмбәрләргә һөрмәт қилғанлиқ билән баравәр болиду дәйдиған орунға көтүрүлгән вә муһәммәд әләйһиссалам аллаһ тааланиң махтишиға сазавәр болған. Аллаһ таала қуран кәримдә муһәммәд әләйһиссаламға" сән һәқиқәтән бүйүк әхлаққа игисән" дәп махтиған.
Балилиқ чағлири
Муһәммәд әләйһиссалам анисиниң қорсиқидики вақтида у туғулуштин 2 ай қалғанда атиси вапат болиду. Муһәммәд әләйһиссалам 6 яш вақтида анисидинму айрилип йетим қалиду. Шундин башлап бовиси абдулмуттәлибниң тәрбийисидә қалиду. Бовиси вапат болғандин кейин, 8 яшлар әтрапидики вақтида тағиси әбу талибниң һемайисигә тапшурулиду.
Муһәммәд әләйһиссалам өсмүрлүк чағлирини аввал қой беқиш, кейинчә тағиси билән әрәб йерим арилидики йеқин җайларға, андин шамға берип содигәрлик қилиш билән өткүзиду. У кичикидинла өзиниң гүзәл әхлақи вә алийҗанап пәзилити билән хәлқ арисида алаһидә тонулған, һәтта кишиләр тәрипидин "ишәнчлик муһәммәд", "растчил муһәммәд" дегәнгә охшаш есил үнванларға еришкән, 25 йешида өйләнгән.
Пәйғәмбәр болиши
Пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссалам қириқ яшқа йәткән чеғида мәккидики һира ғарида аллаһқа ибадәт қилип олтурғинида аллаһ җәбраил исимлик пәриштини әвәтиш арқилиқ, униңға пәйғәмбәрлик вәзиписини тапшурған. Пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға дәсләпки вәһийниң башлинишида у қаттиқ қорқуп кетиду вә өйигә қайтип келип, аяли хәдичә рәзийәллаһу әнһаға "мән қорқуп кәттим, мени йөгәп қоюң" дегәндә аяли униңға: "сиз яхши адәмсиз ـ аҗизларға ярдәм қилисиз, йетимләрниң бешини силайсиз. Аллаһ сизни һәргиз хорлимайду" дегән мәшһур сөзини ейтиш арқилиқ һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға тәсәлли бериду вә униң динини қобул қилған тунҗи шәхс болғанлиқ сүпити билән тарихқа қәйт қилиниду."
Аилиси вә вапати
Абдулетип һаҗимниң ейтишичә: муһәммәд әләйһиссаламниң 4 қиз, 3 оғул, җәми 7 пәрзәнти болуп, қизи фатимә рәзийәллаһу әнһадин башқа пәрзәнтлириниң һәммиси өзиниң һаят вақтидила вапат болушқан иди. Қизи фатимә рәзийәллаһу әнһа пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вапатидин 6 ай кейин вапат болған.
Һәзрити муһәммәд әләйһиссалам өзиниң пәйғәмбәрлик вәзиписини толуқ ада қилғандин кейин, миладиниң 632 - йили, һиҗрийәниң 11 - йили рәбийәләввәл айниң 12 - күни дүшәнбә күнлүктә 63 йешида аләмдин өткән. (Өмәрҗан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәуди әрәбистанида тонулған имам абдурәқип қари һаҗим
- Истанбулниң җаваһер меһманханисида ечилған хәлқаралиқ йиғинда уйғурларниң әһвали тонуштурулди
- Уйғурларда никаһ уқуми
- Уйғурлардики аилә-муһәббәт қариши вә ислам дини
- Сәуди әрәбистанидики уйғурларниң гражданлиқ мәсилиси
- Инсанларниң тунҗи аниси- һава аниниң қәбриси сәуди әрәбистанда
- Хотәндә өткән абдулхәмит дамоллам һәққидә
- Пиронниң җәсити тоғрилиқ қарашлар
- Һейтгаһ мәсчити һарақ ботулкилирида
- А х д ә к хитайни диний әркинликтә " алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр" тизимликигә киргүзди
- Русийә кәлгүсидә мусулман дөлитигә айлинамду?
- Мусулманлар билән ғәрб оттурисидики бөлүнүшни дин яки мәдәнийәт әмәс, бәлки сиясәт пәйда қилди