Истанбулда мәрһум әйса йүсүп алиптекинни хатириләш мурасими өткүзүлди

2010 ‏- Йили 12 ‏- айниң 18 ‏- күни мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 15 ‏- йили мунасивити билән, истанбул топкапи қәбристанлиқидики мәқбәриси зиярәт қилинди вә мәрһумниң қәбрә бешида қуран тилавәт қилинди, мәрһумниң роһиға дуа оқулди, шундақла зиярәткә кәлгән шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири айрим ‏- айрим сөз қилип, әйса йүсүп алптекинниң һаят иш излири һәққидә пикир, қарашлирини баян қилди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2010.12.20
eysa-yusup-aliptekin-15yilliq-qewre-305 2010 ‏- Йили 12 ‏- айниң 18 ‏- күни мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 15 ‏- йили хатириләнди вә мәрһумниң қәбрә бешида қуран тилавәт қилинди
RFA/Arslan
2010 ‏- Йили 12 ‏- айниң 18 ‏- күни мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 15 ‏- йили мунасивити билән, мәрһум әйса йүсүп алипткинниң аилиси, достлири, истанбулда паалийәт қиливатқан аммиви тәшкилатлардин шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлар җәмийити, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити, шәрқий түркистан сөйгү вә һәмкарлиқ җәмийити, алпәрән оҗақлири, түрк оҗақлири күчүкчәкмәҗә шөбиси қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң мәсуллири вә идарә һәйәт рәһбәрлири, шәрқий түркистан дәвасиниң байрақдари мәрһум әйса йүсүп алптекинниң истанбул топкапи қәбристанлиқидики мәқбәрисини зиярәт қилди. Мәрһумниң қәбрә бешида қуран тилавәт қилинди, мәрһумниң роһиға дуа оқулди. Кейин зиярәткә кәлгән шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири айрим ‏- айрим сөз қилип, әйса йүсүп алптекинниң һаят иш излири һәққидә пикир, қарашлирини баян қилди.
 
2010 ‏- Йили 12 ‏- айниң 18 ‏- күни чүштин кейин йәнә мәрһум әйса йүсүп алптекинниң вапатиниң 15 ‏- йили мунасивити билән түрк дуняси тәтқиқат вәхпиниң уюштурушида истанбул университети явру‏- асия институтиниң йиғин залида мәрһумни хатириләш мурасими өткүзүлди. Мурасимға түрк әдәбият вәхпиниң рәиси сәрвәт қапақли әпәнди риясәтчилик қилди. Мурасимда мәрһум әйса йүсүп алиптекин һәққидә тәйярланған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Мурасимда түркмән ели инсан һәқлири җәмийитиниң рәиси нәфи дәмирҗи, мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли арслан алиптекин әпәнди, шәрқий түркистан вәхпи башлиқи һамут көктүрк. Түрк дуняси тәтқиқат вәхпиниң рәиси туран язған қатарлиқ шәхсләр сөз қилип мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң һаят - иш излирини аңлатти.

Мурасимға доктор, профессорлар, аммиви тәшкилат мәсуллири, мәрһумниң достлири вә оқуғучилар болуп көп санда киши қатнашти. 3 Саәт давам қилған бу йиғинда мәрһум әйса йүсүп алиптекин һәққидә илгири оттуриға чиқмиған нурғун мәлуматлар вә тарихи рәсимләр тәқдим қилинди.

Мурасимда мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли арслан алиптекин сөз қилип мундақ деди: "әйса йүсүп алиптекин һаятини шәрқий түркистан дәвасиға атиған бүйүк бир дава адими иди. Дава адәмлириниң роһий һәргизму өлмәйду. Улар, җапасини тартқан муқәддәс дәваниң әсли игилири болған хәлқниң қәлбидә һәр заман унтулмайду. Мәрһумниң арзу арманлирини әмәлгә ашуруш, бизгә мирас қалдурған шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ күришини техиму юқири пәллигә елип чиқиш биз һаят қалғанларниң әң чоң мәҗбурийити. Әйса йүсүп алиптекин 1926 ‏- йилидин 1995 ‏- йили 12 ‏- айниң 17 ‏- күни вапат болғанға қәдәр сунмас ирадә вә сәврчанлиқ билән пидакарлиқ роһий ичидә давамлиқ вәтини вә миллити үчүн күрәш қилип кәлди. Һөрийәт вә истиқлални җәңгиварлиқ билән қоллап кәлди. Һаятиниң һәр күнини түрк дуняси вә шәрқий түркистан үчүн сәрп қилди. Көзи көрмәс болуп қалди, бир тирә, бир сөңәк болди, әмма қутулуш нөвити шәрқий түркистанда дәп юқири авазда нида қилип аләмдин кәтти."

Арслан алиптекин әпәнди, мәрһум дадиси әйса йүсүп алиптекинниң шәрқий түркистандин айрилип, һиҗрәт қилиштики асаси мәқсәтлирини ипадиләп мундақ деди: "1949 ‏- йили шәрқий түркистан қизил хитай тәрипидин ишғал қилинғандин кейин пүткүл дуняда унтулған, башта түркийә қатарлиқ ислам дуняси, явропа әллиридә һеч билинмигән шәрқий түркистанни вә шәрқий түркистан хәлқиниң дучар болған ечинишлиқ әһвалини дуняға аңлитиш үчүн, шәрқий түркистанниң бүйүк лидәрлиридин мәмтимин буғраниң вәтән үчүн вәтәндин айрилдуқ дегән мәнилик сөзи билән һиҗрәт қилиш қарари елиниду вә бир түркүм кишиләр билән бирликтә һиҗрәт қилиду, мән шу чағда 8 яшта идим."

Арслан алиптекин сөзидә йәнә, мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң чәтәлгә чиққандин кейинки муһим хизмәтлирини хатирилитип мундақ деди: "мәрһум әйса йүсүп алиптекин һиндистанда үчинчи бир дөләткә кетиш шәрти билән вақитлиқ панаһлиқ берилгән 1850 нәпәр уйғур - қазақлардин тәркиб тапқан шәрқий түркистанлиқни үчинчи бир дөләткә орунлаштуруш үчүн, мисир, сәуди әрәбистан, түркийә қатарлиқ дөләтләрни айлинип уларни қобул қилидиған дөләт издигән.

1954 ‏- Йили һиндистанға дәсләптә кәлгән вә һаятлири қийин әһвалда қалған 92 нәпәр шәрқий түркистанлиқниң сәуди әрәбистанға кетиши үчүн, ахбарат арқилиқ, һиндистанлиқ мусулманлардин ярдәм тәләп қилған, нәтиҗидә мусулман вә һинди байларниң ярдәм қилиши билән уларни сәуди әрәбистанға йолға салған.

1954 ‏- Йили йәнә һиҗазда 1 ‏- нөвәтлик шәрқий түркистан қурултийини ечиш үчүн алаһидә тиришчанлиқ қилған. Һиҗаздики қурултайда елинған қарарда, муһаҗирәттики пүткүл шәрқий түркистанлиқларниң бирлик ичидә паалийәт қилиш вә муһаҗирәттики шәрқий түркистанлиқлар тәләп қилмиғучә, милләтчи гоминдаң билән шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә сөһбәт елип бармаслиқни қарар қилған.

Шәрқий түркистанлиқ ишсизларни ишқа орунлаштуруш үчүн хизмәт қилған. Шәрқий түркистанниң тарихий вә мәдәнийитини вә хитайниң у йәрдики зулумлирини дуняға аңлитиш үчүн, китаб - журнал нәшр қилдурған. Гезитләрдә баянатлар елан қилған. 1965 ‏- Йилларда афғанистанға көчүп кәлгәндин кейин хитайға қайтуруш хәвпи болған 600 гә йеқин уйғурни түркийиниң қәйсәри шәһиригә елип келип орунлаштурушта дөләт әмәлдарлири билән учришип муһим хизмәт қилған.

1960 ‏- Йили истанбулда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитини қурди вә 20 йил у җәмийәтниң рәислик вәзиписини өтәп кәлди. Әйса йүсүп алиптекин түркийидә 30 дин артуқ шәһәрниң һәр биригә әң аз дегәндә 2 қетим бәзи шәһәрләргә 7 қетим зиярәткә берип, йиғин уюштурди вә шәрқий түркистан давасини аңлатти. Мәрһум йәнә көплигән дөләт әмәлдарлири, диний, миллий вә сиясий лидәрлар билән айрим - айрим учришип, шәрқий түркистан давасини б д т ниң күнтәртипигә кәлтүрүп шәрқий түркистанни қоғдаш үчүн тәләп вә илтиҗа қилди."

Йиғинда йәнә, истанбул университетиниң оқутқучиси профессор абдуқадир донук әпәнди сөз қилип мундақ деди: "мән мәрһум әйса йүсүп алиптекинни хатириләш мунасивити билән муһим бир нуқтини әслитип өтимән. Биринчи қилип түркийә дәймиз, ташқи түркләр биз үчүн бир күч, әмма у йәрдики түркләр үчүн түркийә бир үмид. Бизгә қуввәт бәргәнләр яхши яшиши керәк. У йәрдики қериндашлиримизниң үмиди үчүн бу гүзәл вәтәнни қоғдап йоқ болуп кәтмәслики үчүн елип бериватқан күрәшлиримизни йәнә бир қетим әслитимән. Әқлимизни йиғип, мүҗмәл йолларға әгишип меңиштин тохтайли. Тарихтин бири нәшр қилинған хәритиләрни нәччә әсирдин бири көрүватисиләр, шәрқий түркистан һечқачан башқа бир дөләтниң бир парчиси болмиди. Диққәт қилишимиз керәк. У йәрдики милйонлиған уйғур қериндашлиримизға саһиб чиқишимиз керәк."

Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси яқупҗан әйса йүсүп алиптекин һәққидики пикир қарашлирини ипадиләп мундақ деди: "әйса йүсүп алиптекин шәрқий түркистан хәлқиниң муһим шәхслиридин бири иди. Шәрқий түркистан дәвасини һөр дуняға аңлитиш үчүн 1950 ‏- йилларда шәрқий түркистандин һиҗрәт қилип, кәшмир вә һиндистанға кәлди. Кейин түркийигә кәлди мәрһум әйса йүсүп алиптекин һаятида 50 йилдин артуқ паалийәт қилип, шәрқий түркистан давасини һөр дуняға аңлатти. Мәрһумниң бу хизмәтлири үчүн тәшәккүр билдүримиз, мәрһумни әсләймиз. ятқан йери җәннәттә болғай, роһий шад болғай. Һаят қалған уруқ - туғқанлири, сәпдашлири вә униң достлири шундақла шәрқий түркистан хәлқи, шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқип, мәрһум қалдуруп кәткән йәрдин башлап шәрқий түркистан давасини дуняға аңлитиш вә шәрқий түркистанни азад қилиш йолидики хизмәтни давам қилдуруши керәк."

Әйса йүсүп алиптекинниң күрәш хатирилири намлиқ китаб язған, доктор өмәр қул әпәнди әйса йүсүп алиптекин һәққидики пикир қарашлирини ипадиләп мундақ деди: "шәрқий түркистанда үч әпәнди бар болуп, мәсут сабири байқузи, мәмтимин буғра вә әйса йүсүп алиптекин қатарлиқ үч әпәндиниң һаят иш - излирини өгиниш бәк муһим. Әйса йүсүп алиптекин әрк гезитидә өзиниң һаят пәлсәписини оттуриға қоюп мундақ язған: динимиз ислам, миллитимиз түрк, вәтинимиз түркистан дегән ипадиси, пүткүл иҗтимаий һаятини өз ичигә алған. Хәлқниму бу мәқсәттә йетиштүрүшкә тиришқан вә ахирқи мәқсити шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини көрүш иди. Шәрқий түркистан давасини 1947 ‏- йилидики улар кәлтүргән басқучқа, 2010 ‏- йили етибари билән қарайдиған болсақ, әпсуслинарлиқ билән шәрқий түркистан даваси улар кәлтүргән басқучтин бәк төвән дәриҗидә көрүнүватиду."

2010 ‏- Йили 12 ‏- айниң 19 ‏- күни, әхмәт йәсәвий вәхпидә мәрһум әйса йүсүп алиптекинни хатириләш мурасими өткүзүлди. Мурасимда әхмәт йәсәвий вәхпиниң рәиси әрдуған әслийүҗә әпәнди, арслан алиптекин әпәнди вә тарих тәтқиқатчи доктор өмәр қул әпәнди қатарлиқ шәхсләр мәрһум әйса йүсүп алиптекин һәққидә муһим сөз қилди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.