Әрәб дөләтлиридики намайишлардики җүмә күнниң роли

Әрәб дөләтлиридә партлиған намайишлар үчүн җүмә күнлүкниң өзгичилики башқичә болуп кәлмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2011.04.01
liwiye-oktichiliri-kazafiy-yrti-305.jpg Ливийә өктичилири казафийниң юртиға һуҗумға өтти. 2011-Йили 28-март.
AFP

Тунис вә мисир қатарлиқ дөләтләрдә чиққан намайишларда җүмә күни алаһидә ролини көрситип кәлди. Мисирдики намайиш җүмә күнлүктә башлинип, йәнә җүмә күнлүктә чоң ғәлибиләргә еришкән вә һәр бир җүмә үчүн улар “тазилаш җүмәси”, “қутулуш җүмәси”, “қәд көтүрүш җүмәси” дегәнгә охшаш һәр хил исимларни қойған иди.

2011-Йили1-апрел җүмә күниму йәмән, сүрийә, ливийә қатарлиқ дөләтләрдики өзгиришләргә шаһит болди. Йәмәнликләр бу җүмәни “ели абдулла салиһ һакимийитидин қутулуш җүмәси” дәп атиди.

Намайиш йәмәнниң 15 вилайитидә давам қилмақта

Қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанили мухбириниң 2011-йили1-апрел җүмә күни йәмән пайтәхти сана шәһиридин бәргән баянатиға қариғанда, бүгүн җүмәдин кейин йәмәнниң 15 вилайитидә қозғалған хәлқ йәмән рәиси ели абдулла салиһниң шәртсиз тәхттин чүшүп беришини тәләп қилип кәң көләмлик намайиш қилди.

Сана шәһиридики намайишчиларниң вәкили “әл җәзирә” телевизийә қанилиға бәргән баянатида мундақ деди:“ ели абдулла салиһ тәхттин чүшмигүчә биз бу мәйданни бошатмаймиз. Бу җүмәни биз ели абдулла салиһтин қутулуш күни дәп атидуқ. Бу җүмә тәхттин чүшмисә келидиған җүмә чүшиду. У чүшмигүчә биз болди қилмаслиққа қәсәмяд қилдуқ.”

Мәзкур хәвәрдә ейтилишичә, ели абдулла салиһ хәлқниң тәлипини орундаш уяқта турсун, йәмәнниң һәр қайси җайлирида өз тәрәпдарлирини чиқирип, өзини қоллап намайиш қилишқа орунлаштурған, уларниң көп санлиқи йәмән рәиси тәрипидин пулға сетивәлинғанлар болуп, улар салиһниң рәсимлирини көтүрүп намайиш қилған.

Сүрийидики намайиш кеңәймәктә

“әл җәзирә”телевизийә қанилиниң хәвиригә қариғанда, 2011-йили 1-апрел җүмә күни сүрийә пайтәхти дәмәшиқ шәһиридә вә лазиқийә, дәвма, баняс, дәра шәһәрлиридә кәң көләмлик намайиш чиққан болуп, миңларчә хәлқ сүрийидә ислаһат елип бериш вә һәрбий һаләтни әмәлдин қалдурушни тәләп қилип намайиш қилған.

Намайишчиларниң вәкили “әл җәзирә” телевизийә қанилиға бәргән баянатида, сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдниң 2005-йилидин бери, ислаһат елип бериш үчүн бәргән вәдилириниң биригиму әмәл қилмиғанлиқини вә бундин кейинму хәлқни чирайлиқ вәдилири билән алдап һеч иш қилмайдиғанлиқини сөзлигән.

Шундақла һазирқи сүрийә һакимийитиниң хәлқниң тәлипини һәл қилишқа вә омумий ислаһат елип беришқа қадир әмәсликини билдүргән.

Казафий күчлири ливийә хәлқини оққа тутмақта

“әл җәзирә”телевизийә қанилиниң бүгүн җүмә күнидики хәвиригә қариғанда, ливийидики инқилабчи хәлқ әҗдабийә сиртида күчини рәткә селип қайта һуҗумға өтүш үчүн һазирланмақта. Казафий күчлири мисратә шәһирини қаттиқ бомбилимақта икән. Мисратә шәһиридин елинған хәвәргә асасланғанда, бир аилидин 5 киши өзиниң шәхсий аптомобили билән кетиватқан әснада казафий күчлириниң һуҗумиға учрап һәммиси һаятидин айрилған. Уларниң арисида бири 2 яшлиқ, йәнә бири 6яшлиқ нарәсидә балиларму бар икән. Мисратә шәһиридә бундақ ечинишлиқ вәқәдин нәччә он қетим йүз бәрмәктә икән.

Намайишчи хәлқ өзлиригә қошулған ливийә әскәрлири вә өзлири тәрипидин болған яшлардин тәркиб тапқан мунтизим қошун тәйярлап чиқишни пиланлимақта икән. Ливийидә қурулған “миллий комитет” ниң рәиси мустафа абдулҗәлил мундақ деди: “әгәр казафий һуҗумни тохтатмайдикән, бизму һуҗумни давам қилимиз вә күчимизни мәркәзләштүрүп мунтизим шәкилдә урушқа киримиз, әгәр казафий һуҗумини тохтатса, униң аилиси билән бирликтә ливийидин чиқип кетиши шәрти билән бизму уруш тохтитимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.