Уйғурларға қаритилған кәмситишләр йәнила давамлашмақта
2005.06.13
Истансимизниң һәқсиз телефон линийисигә телефон қилған бир уйғурниң билдүрүшичә, хитайниң ичкири өлкилиридә түрлүк кәсип билән шуғуллиниватқан уйғурларға қаритилған кәмситишләр йәнила давамлашмақта.
Уйғурлар өзлириниң күндилик турмуш, хизмәт вә тирикчилик паалийәтлиридә йолуқуватқан һәр хил шәкилдики миллий кәмситиштин нарази болмақта.
Мәзкур кишиниң инкас қилишичә, миллий кәмситиш йәнә уйғур елидиму еғир дәриҗидә мәвҗут болуп, алаһидә вәзипә өтәш сақчилири үрүмчидики чоң хәлқара базар қатарлиқ уйғурлар зич җайлашқан җайларда мәхсус чарлаш елип берип, халиғанчә адәм тутидикән.
©
2005 Radio Free Asia