Қазақистанлиқ уйғурларниң әмгики дөләт тәрипидин мунасип баһаланди

Мәлумки, уйғурлар узундин буян оттура асия мәмликәтлириниң сиясий, иқтисади, мәдини тәрәққиятида муһим орун игиләп кәлгән.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2011.12.26
qazaqistan-urush-qehrimanliri-xatire-305.jpg Совет-герман урушида қазақистандин урушқа қатнишип қурбан болғанларға турғузулған абидә.
RFA/Oyghan

Улар дөләт вә һөкүмәт башқуруш ишлирида, ишләпчиқириш, саламәтликни сақлаш, мәдәнийәт, әдәбият, илим-пән, һоқуқ қоғдаш вә башқиму саһәләрдә пидакаранә әмгәк қилип, өз юртлириниң, вәтининиң гүллинишигә мунасип һәссә қошқан иди. Йәттисуда совет һакимийитини орнитиш, гражданлар уруши, улуғ вәтән уруши, уруштин кейинки игиликни тикләш һәм тинчлиқни сақлаш йолида уйғурларму башқа милләт вәкиллиригә охшаш қәһриманлиқниң үлгисини көрсәтти. Мәшһур инқилабчилар абдулла розибақийеф, исмаил тайироф, маһмут ғоҗамияроф, совет иттипақиниң қәһриманлири мәсим яқупоф, сүлһи лутпуллин, дадаш бабаҗаноф, мөрдүн тейипофлар, сотсиялистик әмгәк қәһриманлири мәрийәм ниязова, рәһиләм сейитова, адаләт зәйнавдинова қатарлиқ көплигән уйғур пәрзәнтлири хәлқниң алаһидә һөрмитигә сазавәр болуп кәлмәктә.

Уйғурларниң мустәқил қазақистанниңму омумий тәрәққиятиға өз төһписини қошуп келиватқанлиқи мәлумдур. Уларниң әмгики дөләт тәрипидин даим мунасип баһалинип кәлгән. Йеқинда қазақистанниң иҗтимаий, иқтисади вә мәдини тәрәққиятиға шундақла хәлқләр вә милләтләр ара достлуқни вә разимәнликни күчәйтишкә чоң һәссә қошқан бир топ уйғурлар қазақистан президентиниң пәрманиға бинаән һәр хил мукапатлар билән тәқдирләнди. Буларниң ичидә “парасат”, “қйрмет”орденлири, “ерен еңбеги үшин” шундақла қазақистан мустәқиллиқиға 20 йил медаллири, мәдәнийәт әрбаби бәлгиси, “панфилоф наһийисиниң пәхрий граждани” вә “уйғур наһийисиниң пәхрий граждани” намлири охшаш мукапатлар болуп, улар йүздин ошуқ уйғурға тапшурулди.

Радиомиз зияритини қобул қилған җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң иҗраийә мудири, филологийә пәнлириниң намзати рабик исмайилоф қазақистан уйғурлириниң бүгүнки утуқлири һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.