Түркийә қәйсәри шәһәр башлиқи мәһмәт өзһасеки билән сөһбәт

Қәйсәри вилайити түркийиниң оттура райониға җайлашқан болуп, түркийидә уйғур мәһәллиси бар болған бирдин ‏- бир шәһәр. 1960 - Йилларда бу йәргә келип олтурақлашқан 200 аилә уйғур шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити намида тәшкилат қуруп, уйғур давасини түрк җамаәтчиликигә аңлитишқа тиришмақта.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.08.26
Qeyseri-sheher-bashliqigha-ton-305 Түркийә қәйсәри шәһәр башлиқи мәһмәт өзһасеки әпәнди, 8 - айниң 18 - күни шәһәрлик һөкүмәтниң рәһбәрлири билән биллә уйғур мәһәллисигә келип улар билән биллә иптар қилған болуп, сүрәт, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити шәһәр башлиқиға тон кийгүзгәндин кейинки бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу шәһәрниң башлиқи мәһмәт өзһасеки әпәнди балилиқ чағлиридин тартип уйғурларға һесдашлиқ қилип кәлгән болуп, шәһәр башлиқи болғандин кейинму, уйғурларға алаһидә ғәмхорлуқ қилмақта.

Мәһмәт өзһасеки әпәнди йеқинда, 8 - айниң 18 - күни шәһәрлик һөкүмәтниң рәһбәрлири билән биллә уйғур мәһәллисигә келип улар билән биллә иптар тамиқи йеди.

Биз нәқ мәйданға телефон қилип униң билән уйғурлар һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.