Японийә язғучиси мори иши вә исомуру: хитай әмәлдарлири һәққидә китаб язди

9-Айниң 29-күни японийә козайдошу шубан нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған мори иши вә қатарлиқлар апторлуқидики “хитайдики әмәлдарлар тарихи” намлиқ китабниң биринчи бабидики ши җинпиңниң тарихида 5-июл вәқәсини бастурғучи ши җинпиң хитай дөлитигә рәис болиду дегән темида мәхсус тохталған.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2012.11.21
xitay-emeldarlar-tarixi-305.jpg Аптор мори иши вә исомуруниң 5-июл қанлиқ бастурушни нәқил алған сүрити.
RFA/Qutluq Haji

Апторлар мақалисини мундақ баян қилған:
‏“ху җинтав чиңхуа университетиға оқушқа киргәндә мәдәнийәт зор инқилаби башланди. У мәктәптә солчиларға майил иди. Һәр күнлүки оңчилар билән солчилар арисидики маҗиралар, бир-бирини әйибләшләрдә ху җинтав йеқимлиқ күлүмсириши билән һәр икки тәрәпниң қоллишиға еришти. У инқилаб җәрянда худди мүшүктәк явашлап кәтти вә сиясийдин қол үзди. У мәктәпни пүттүрүп су електр истансиға хизмәткә бөлүнди. Бир мәзгил ишлигәндин кейин су електр истансисиға секретар болди. У көплигән мав зедоң идийисигә вәкиллик қилидиған мақалиләрни йезип,ахири 1988-йили шизаң аптоном райониға секретарлиққа тәйинләнди. Әмәлийәттә хитайда аптоном район дәп атилидиған районларда қуруқ аптоном район дегән намдин башқа һечқандақ аптоном райониға хас қанун йоқ иди. Бу районларда асасән хитай коммунистлири һөкүм сүрәтти.

Ху җинтавниң тибәттә хизмәт қилишиниң өзи, кәлгүсидә униң чоң әмәлдарлардин болушиниң бешарити вә биринчи қәдими болғанлиқи үчүн, у тиришип ишлиди. У аптоном район дегәнни қандақ аяқ асти қилиш, йәрлик хәлқләрни қандақ бастуруш, баш көтүрүп чиққан тибәтликләрни қандақ уҗуқтуруш, намайишчиларни бастуруш, очуқ сот ечип коллектип өлүмгә һөкүм қилиш, тибәтликләрниң мәдәнийитини дәпсәндә қилиш, өзиниң һоқуқ даирисини күчәйтиш вә кеңәйтиш, ‛явайилар‚ ни вәһшийләрчә бастуруш сияситини йүргүзди.

1989-Йили пәнчән лама вапат болди. Уни тибәтликләр та һазирғичә ху җинтавниң суйиқәсти билән өлтүрүлди дәп қарайду. Чүнки пәнчән лама хитай һакимийитиниң тибәтни мустәмликә қилғанлиқини һәмишә тәнқидләп қаршилиқ билдүргәнлики үчүн, ху җинтав пәнчән ламани өлтүргүзди. Тибәтликләр тинчлиқпәрвәр милләт болуп, улар намайишлиридиму будда әқидилиригә бойсунған һалда намайиш елип бариду. Уларниң намайиши тинчлиқ ичидә елип берилсиму, ху җинтав әскири күч билән бастуруш елип барди. У елип барған дәһшәтлик бастурушлар дәл хитайда тйәнәнмен вәқәси йүз бәргән вақитлар иди. Бу чағда у тибәттә 4-июн вәқәсидин пайдилинип, тибәтликләрниң вәқә чиқиришидин әнсирәп, көплигән әскәрләрни тибәткә йөткиди. Ху җинтав мушу тәриқидә қанлиқ қоли билән компартийиниң әмәлдарлиқ пәләмпийидин өмиләп чиқип, рәис болди.

Ху җинтав һакимийәт бешиға чиққандин кейин, өзиниң тибәттә йүргүзгән қаттиқ қол сияситини охшашла аптоном район дәп исми бар, җисми йоқ, шинҗаң уйғур аптоном районида қаттиқ қоллуқ билән елип барди. Йәни уйғурларни сақчи, қораллиқ сақчи қисим, һәрбий қисимларға тайинип, қаттиқ бастуруш сияситини йүргүзди. Йәрлик хәлқләрни қорал арқилиқ бастуруш сиясити, коммунистларниң сиясити иди. Мана әмди тибәтликләрниң, уйғурларниң қенини ичкән бу қанхор, өзигә охшаш қанхорлуқ имтиһанидин өтүшни ши җинпиңға тапшурди. Қанхорлуқ имтиһани ши җинпиңдин дәл 2009-йилидики үрүмчи вәқәси арқилиқ елинди. Ши җинпиң өзигә кәлгән бу имтиһанда тартинмастинла армийә, сақчи, қораллиқ қисимларға тайинип 5-июл вәқәсини бастурди. Бу қетимқи ши җинпиңниң бастурушида миңлиған намайишчи уйғурлар өлтүрүлди вә көплигән яш қиз-йигитләр қолға елинди. Ши җинпиң бу төһписи үчүн 2010-йили хитай һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәисликигә сайланди. Мана бу униң кәлгүсидики хитайға рәис болушиниң бешарити иди. Илгири тибәтликләрниң қенини ичкән ху җинтав хитай дөлитигә рәис болған болса, мана әмди уйғурларниң қенини ичкән ши җинпиң рәис болидиған болди.”

Биз бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси доктор турмуһәммәт һашим билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.