Канада 1989 -йилидики тйәнәнмин вәқәсигә алақидар бәзи архипларни ашкарилиди
Канада бейҗиңда турушлуқ канада әлчиханисиниң хитай компартийәси 1989-йили тйәнәнмин һәрикитини бастурған мәзгилдә оттаваға йоллиған бәзи дипломатик архиплирини ашкарилиди. Бәзи архипларда хитай компартийәсиниң “һәйран қаларлиқ чериклики” оттуриға қоюлған.
Архипларниң биридә, компартийә сиясий бюро әзалириниң хитайда турушлуқ шветсарийә баш әлчиси билән көрүшүп, шветсарийәгә пул йөткәшни сөзләшкәнлики қәйт қилинған. Униңда мундақ дейилгән: “шветсарийә баш әлчиси мукәммәл хитайшунас. У йеқинда бизгә шуни ашкарилиди, компартийә сиясий бюросиниң һәр бир әзаси баш әлчи билән көрүшүп, шветсарийә банкисиға зор миқдарда мәбләғ йөткәшни сөзләшкән. Баш әлчи бизгә вәзийәтни көздә тутуп, бу учурни қаттиқ мәхпий тутушимизни тапилиди.”
Әлчихана 1989-йили 15-июн йоллиған архипларниң биридә, “бу дөләтни һазир бир очум рәзил қери генераллар контрол қиливалди. Һөкүмәтни буйруққа қариғуларчә итаәт қилидиған кишиләр йүргүзүватиду. Әһвалдин қариғанда вәзийәт наһайити осал”дейилгән.
Хитай һөкүмити вәқәдә қанчилик адәм өлгәнликини изчил сир тутуп кәлди. Бу йил униңға 26 йил болған болсиму, бирақ хитай һөкүмитиниң бу вәқәни ақлайдиғанлиқидин һечқандақ бешарәт йоқ.