37 Тәшкилат америка таможна даилиридин уйғур районида ишләпчиқирилған тоқумичилиқ мәһсулатлирини чәкләшни тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2019.10.21

Лантос кишилик һоқуқ фонди, америка уйғур бирләшмиси, хитай пуқралар күчи тәшкилати қатарлиқ 37 хәлқара тәшкилат йеқинда америка чегра қоғдаш вә таможна идарисиниң мувәққәт мудири марк морганға мәктуп йезип, уйғур аптоном районида вә хитайниң башқа җайлирида мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәкләшни тәләп қилған. Бирләшмә имзалиқ мәктупта, хитайниң шинҗаң вә башқа җайларда кишиләрни системилиқ мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқиға даир муһим дәлилләр барлиқи, америкаға импорт қилиниватқан пахта, тоқумичилиқ, кийим-кечәк мәһсулатлириниң мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқириливатқанлиқи тәкитләнгән.

Мәктупта америкадики “хитай пуқралар күчи” тәшкилатиниң йеқинда елан қилинған доклати нәқил кәлтүрүлүп: “хитай ширкәтлири вә шаһитларниң гуваһлиқи дунядики әң чоң пахта ишләпчиқарғучи болған хитайниң дунядики әң чоң мәҗбурий әмгәк системисини бәрпа қилип, өзиниң пахта ишләпчиқиришини ишчи билән тәминләватқанлиқини көрсәтмәктә. Мәзкур ‛пахта гулаглири‚ хитайдики уйғур вә башқа мусулманларниң юрти болған шинҗаңни база қилип, хитай пахта мәһсулатиниң 84 % ни ишләпчиқармақта” дейилгән.

“хитай пуқралар күчи тәшкилати” йеқинда “ялғанчилиқниң гәзмили ‏-пахта: шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк вә хитайниң йәршари тәминат зәнҗири” намлиқ доклат елан қилған. Доклатта, хитай һөкүмитиниң тоқумичилиқ карханилар билән тил бириктүрүп, лагердики уйғур тутқунлирини тоқумичилиқ фабрикилирида әмгәккә селиватқанлиқиға даир нурғун дәлилләр ашкариланған. Хитайниң һөкүмитиниң 2018‏-йили 450 миң уйғурни бу карханиларға орунлаштурғанлиқи тәкитләнгән иди. Мәктупта, мәҗбурий әмгәкниң уйғур районида омумйүзлүк мәвҗут һадисә икәнлики тәкитлинип: “шуңа, америка чегра қоғдаш вә таможна идариси түркмәнистанниң пахта мәһсулатини чәклигәндәк хитайда мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларғиму охшаш өлчәм қоюши керәк” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.