Президент трамп ISIS ниң рәһбири әбу бәкир әл-бағдадиниң өлтүрүлгәнликини җакарлиди

Мухбиримиз әркин
2019.10.28

Америка президенти трамп 27‏-өктәбир ақ сарайда мухбирларни күтүвелип, америка алаһидә һәрикәт қисимлириниң 26‏-өктәбир күни сүрийәдә елип барған туюқсиз һуҗумида террорлуқ тәшкилати ISIS ниң рәһбири әбу бәкир әл бағдадиниң өлтүрүлгәнликини җакарлиди. “вашингтон почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, “5 йил аввал өзини мусулманларниң хәлиписи, дәп елан қилип, дуня миқясида зораванлиқниң қозғилишиға түрткә болған әл бағдадиниң өлтүрүлүши бөсүш характерлик муһим вәқә” икән.

Президент трамп ахбарат йиғинида, американиң дунядики 1‏-номурлуқ террорчилиқ рәһбири әбу бәкир әл бағдадиниң өлтүрүлгәнликини билдүргән. Президент трампниң илгири сүрүшичә, ISIS, йәни “ислам дөлити” дунядики әң вәһши, әң зораван террорлуқ тәшкилати болуп, американиң бағдадини издәватқиниға нәччә йил болған икән. У, әл бағдадини тутуш яки өлтүрүш униң дәвридә американиң түп дөләт бихәтәрлик вәзиписигә айланғанлиқини тәкитлигән. Униң ашкарилишичә, америка алаһидә һәрикәт қисимлири шәнбә күни кәчтә ғәрбий-шималий сүрийәдә хәтәрлик вә җәсуранә һәрикәт елип берип, өзиниң вәзиписини оңушлуқ тамамлиған. У, мәзкур һуҗумда америка алаһидә қисимлириниң һечқандақ адәм чиқими тартмиғанлиқи, әл бағдадиниң нурғун адиминиң униң билән тәң өлтүрүлгәнликини билдүрүп: “түнүгүн ахшам америка вә дуня үчүн наһайити зор күн болди. Нурғун изтирап вә өлүмгә сәвәб болған бир вәһши қатил, шиддәтлик һалда йоқитилди. У әмди башқа бигунаһ кишиләргә, аяллар вә балиларға зиянкәшлик қилалмайду. У итқа охшаш, қорқунчақларчә өлди” дегән. 

Униң ашкарилишичә, әл бағдади 3 балиси билән қошуп өзини партилитивалған. Әбу бәкир әл бағдади 2014‏-йили ирақниң мосул шәһридә аталмиш “ислам дөлити” қурулғанлиқини җакарлап, өзини мусулманларниң хәлиписи, дәп елан қилған, шундақла дунядики мусулманларни “ислам дөлити” гә келип қошулушқа чақирған. Буниң билән дуняниң һәр қайси җайлиридики радикал мусулманлар ирақ вә сүрийәгә еқишқа башлиғаниди. Лекин, америка авам палата рәиси нәнси пелуси ханим американиң һәрбий һәрикитигә қайил болғанлиқини билдүрүп, әмма “бағдадиниң өлүши ‛ислам дөлити‚ ниң ахирлашқанлиқини билдүрмәйду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.