Уйғур хәлқи мәрһум абдурәһим өткүр вапатиниң 20 йиллиқ хатирисидә уни чоңқур муһәббәт билән яд әтмәктә
Уйғурлар вәтини вә дуняниң һәрқайси әллиридә яшаватқан уйғур җамаити мәрһум язғучи вә шаир абдурәһим өткүр вапатиниң 20 йиллиқ хатирисидә уни чоңқур муһәббәт билән яд әтмәктә.
Иҗтимаий таратқулар вә уйғурчә тор бәтлиридин мәлум болушичә, мәрһум өткүр әпәндини хатириләш паалийәтлири 19-сентәбирдин буян қумул, үрүмчи қатарлиқ җайларда өткүзүлгән.
Мәрһум өткүр әпәнди вапатиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийәтлири "нәзир" яки "илим чейи" дегәндәк намлар билән уйғур зиялийлири һәм җамаәтчиликниң тәшкиллиши билән өткүзүлгән.
Хатириләш паалийәтлиридә мәрһум өткүр әпәндиниң һаят йоли, иҗадийәт мусаписи һәмдә униң бир йүрүш ялқунлуқ әсәрлириниң бүгүнки уйғур миллий ойғинишиға көрсәткән чоңқур тәсири әсләп өтүлгән.
Өткүр әпәндиниң 1940-йиллардин таки һаятиниң ахирқи мәзгиллиригичә язған, милләтни һөрлүккә вә үмидкә чақиридиған бир қисим ялқунлуқ шеирлири көплигән тор бәтлиригә һәм иҗтимаий таратқуларға қайта-қайта қоюлған.
Мәлумки, өткүр әпәнди 20-әсир уйғур мәдәнийәт тарихидики көрүнәрлик шәхс. Униң 1940-йиллардин буян йоруқ көргән ялқунлуқ шеирлири, бир йүрүш тарихий романлири һәмдә уйғур әдәбияти вә мәдәнийитигә беғишланған илмий әсәрлири һазирқи заман уйғур миллий идеологийәси вә пикир тарихиға чоңқур тәсирләрни көрсәткән.
Өткүр әпәнди 1995-йили 10-айниң 5-күни үрүмчидә вапат болғандин кейин униң әсәрлири һазирға қәдәр қайта-қайта бесилип кәлмәктә вә хәлқ тәрипидин сөйүлүп оқулмақта.