Хитай афғанистан земинида чарлаш елип бериватқанлиқи һәққидики хәвәрләрни рәт қилған
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң мудапиә министирлиқи пәйшәнбә күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида, афғанистандики чарлаш һәрикәтлири һәққидики соалларни җавабсиз қойған.
Хәвәрдә ейтилишичә, оттура асия - кавказийә тәтқиқат мәркизи йеқинда елан қилған бир доклатида хитай армийисиниң афғанистан земинлирида афған қисимлири билән бирликтә чарлаш елип бериватқанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, бултур 11- айдиму бир һиндистан хәвәр агентлиқи охшаш вәқәни илгири сүргән.
Әмма, хитай мудапиә министирлиқиниң баянатчиси рен гочяң буни инкар қилип, икки тәрәп армийисиниң пәқәт чеграда террорлуққа қарши туруш , бихәтәрликни сақлаш һәрикити әп барғанлиқини , униң, икки тәрәпниң бихәтәрлик келишимлириниң бир қисми икәнликини билдүргән.
Ройтерс агентлиқи хәвиридә, хитай даирилириниң афғанистандики қораллиқ һәрикәтләрниң уйғур елиға тәсир көрситишидин қаттиқ әнсирәйдиғанлиқини, шуңа бу җәһәттики һәмкарлиқлирини күчәйтип келиватқан болсиму, афғанистан земинида чарлаш елип бериватқанлиқи һәққидики доклатларни илгирики қетимлардиму рәт қилғанлиқини баян қилған.