Хитай һөкүмити уйғур елида оттура асияни өз ичигә алған алий маарип ядролуқ райони бәрпа қилишқа күчимәктикән

Мухбиримиз қутлан
2017.06.12

Хитай даирилири өзиниң “бир бәлвағ,бир йол” истратегийәсидә уйғур елидики университетларниң хитай тили кәспигә зор мәбләғ селип, оттура асия әллиридин түркүмләп оқуғучи қобул қилишқа башлиған.

Шинхва ториниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, хитай даирилири уйғур елида үрүмчини база қилған оттура асия алий маарип ядролуқ райони қуруп чиқидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә дейилишичә, йеқинқи бирқанчә йилдин буян хитай һөкүмити оттура асия әллиридин уйғур елидики алий мәктәпләргә оқушқа келидиған оқуғучиларға мәхсус һөкүмәт оқуш мукапат пули тәсис қилған.

Шинҗаң университети, шинҗаң педагогика университети, шинҗаң малийә-иқтисад университети қатарлиқ алий мәктәпләрдә хитай тили кәспи бойичә оқуйдиған оттура асиялиқ оқуғучилар 4 йиллиқ һәқсиз оқуш, һәқсиз ятақ вә айда 3000 сомдин турмуш пули билән тәминләнмәктикән.

Хәвәрдә йәнә, хитайниң оқуш мукапат пули билән үрүмчидә алий мәктәпни тамамлиған оттура асиялиқ оқуғучиларниң өз дөлитигә қайтип, хитайниң қирғизистан, таҗикистан, өзбекистан қатарлиқ әлләрдики чегра һалқиған чоң типтики ширкәтлиридә ишқа орунлишиватқанлиқи илгири сүрүлгән.

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң илгири сүрүшичә, русийә, пакистан вә асаслиқи оттура асия дөләтлиридә җәмий 10 орунда куңзи институти тәсис қилинған икән. Нөвәттә уйғур елидики алий мәктәпләрдә оттура асия әллиридин кәлгән 20 миң оқуғучи оқумақтикән.

Көзәткүчиләр, бу, хитайниң аталмиш “қош тиллиқ маарип” вивискиси билән уйғур маарипини хитайлаштуруш пиланини дәсләпки қәдәмдә йолға қоюп болғандин кейин, иккинчи қәдимини оттура асия дөләтлиригә қаритиватқанлиқиниң бир ипадиси, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.