Америка кеңәш палата әзалири амазон ширкитиниң баш директори безосқа хәт йезип, униң дахуа ширкити билән қилған содисини сүрүштүргән

Мухбиримиз җәвлан
2021.02.10

10-Феврал, америка дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәт комитети америка кеңәш палата әзалиридин роберт мендениз, марко робийо қатарлиқларниң амазон ширкитиниң баш директори безосқа язған хетини елан қилған.

Бу хәттә мундақ дейилгән: “америка сода министирлиқиниң тизимликидики карханилар ичидә хитайниң дахуа ширкитиму бар. Амазан ширкити бу ширкәт билән кишини әндишигә салидиған тохтамларни түзгән. Һалбуки дахуа ширкити мәхсус уйғурларниң чирайини тонуйдиған юмшақ детални тәрәққий қилдуруп, хитай һөкүмитигә тәминләп бәргән ширкәт.”

Бу хәттә хитай компартийәсиниң уйғур районида кәң даирилик назарәт системиси қурғанлиқи, уйғур башқа мусулманларни лагерларға солап қийнаватқанлиқи вә йеқинда америка һөкүмитиниң бу җинайәтни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиғанлиқи алаһидә әскәртилгән. Хитай һөкүмитиниң “әқиллиқ шәһәр мәркизи” қуруп пуқраларни назарәт қилишни башлиғанлиқи, дахуа ширкитиниң буниңға техникилиқ ярдәм бериватқанлиқи, җүмлидин уйғурларниң йүзини тонуйдиған “әқиллиқ көз” кодини тәминләп, “уйғур сияқидики террорист” ларни тонуп бериватқанлиқи көрситилгән.

Бу хәттә йәнә “амазон ширкити өткән йили дахуа ширкити билән 10 милйон долларлиқ сода қилип, униңдин 1500 камера сетивалған. Әгәр буниң растлиқи испатланса амазон ширкити америка һөкүмитиниң рәһбәрликини қәстән етибарға алмиған болиду” дейилгән һәмдә амазон ширкитиниң бу содини қилиштин аввал дахуа ширкитиниң америка сода министирлиқиниң тизимликигә киргән ширкәт икәнликини билидиған яки билмәйдиғанлиқи, бундақ үскүниләрни сетивелишта немиләрни ойлашқанлиқи, дахуа ширкитиниң уйғурларни назарәт қилишқа четишлиқ ширкәт икәнлики һәққидики учурларни қачан билгәнлики, билип туруп сода қилғанлиқи яки билмәй туруп сода қилғанлиқи, буниңдин кейин қандақ өлчәм-принсип қоллинип, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш җинайитигә четишлиқ содиларни аяғлаштуридиғанлиқи дегәндәк мәсилиләргә җаваб бериши тәләп қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.