Америка қуруқлуқ армийәсиниң бир ахбарат хадими хитайға ишлигәнлики үчүн әйибләнгән
2024.08.14
Американиң радийо-телевизийә қаналлиридин бири болған “CBS хәвәрлири” ториниң 14-авғуст күни бәргән хәвиридә ейтилишичә, американиң қуруқлуқ армийәсидә ахбарат анализчиси болуп ишләватқан корбен шултиз (Korbein Schultz) американиң һәрбий учурлирини хитайға сетип, хитайдин 42 миң доллар пул алған. Бу йил 24 яшқа киргән корбен шултиз илгири өзини гунаһсиз дәп ақлашқа тиришқан болсиму, қилмишлири ениқ болғачқа 6 хил җинайәт билән әйибләнгән; 8-айниң 12-күни у сотта бу җинайәтлириниң һәммисини иқрар қилған.
Әйибнамидә көрситилишичә, шултиз 2022-йил 6-айдин буян “суйиқәстчи A” намлиқ бирсигә қолидики мәхпий һөҗҗәтләрни, сүрәтләрни вә дөләт мудапиәсигә аит материялларни йоллиған, буниңлиқ билән қалмай, американиң сәзгүр һәрбий учурлирини қарши тәрәпкә топлап беришкә мәсул болған. У ашкарилиған учурлар ракета вә башқурулидиған бомба системиси, адәмсиз учқуларға зәрбә бериш тактикиси, һәрбий ишларға пайдилинидиған сүний һәмраһ, американиң кәлгүси һәрбий тәрәққият пиланлири, американиң һәрбий маневир вә һәрикәт пиланлири қатарлиқларға мунасивәтлик икән.
Шултиз дәсләптә қарши тәрәпниң дамиға чүшкән болуп, қарши тәрәп униңға американиң чоқум русийә-украина урушидин савақ елиши керәкликини, тәйвән һуҗумға учриғанда американиң тәйвәнгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиқини, буниң үчүн учур алмаштурушқа еһтияҗлиқ икәнликини ейтқан вә шултизға 200 доллар “учур һәққи” бәргән. Ақивәттә, шултиз американиң һәрбий учурлирини қарши тәрәпкә сатидиған дәриҗигә йәткән.
Америка қуруқлуқ армийәси җасуслуққа қарши туруш иштабиниң қомандани рет кокс (Rhett R. Cox) Бу делониң америка үчүн җиддий бир сигнал икәнликини тәкитләп мундақ дегән: “мәйли қачан болсун, америка қуруқлуқ армийәсиниң һәр қандақ хадими қарши тәрәптин мәхпий учурларни тәминләш тәләп қилинған һаман, 24 саәт ичидә һәрбий иштабқа билдүрүши керәк. Ундақ болмайдикән, мәсулийәтниң һәммиси униңға йүклиниду”.