Американиң бейҗиңдики әлчиханиси америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатини хитайчә елан қилған
2024.09.04
Американиң бейҗиңдики әлчиханиси америка ташқи ишлар министирлиқиниң алдинқи һәптә елан қилған уйғур елиниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики баянатини 3-сентәбир күни өзиниң рәсмий торида хитайчә елан қилған. Бейҗиңдики америка әлчиханисиниң тор бетини хитайдики милйонлиған тор кезәрләр хитайда туруп көрәләйдиған болғачқа, бу әһвал хитайни интайин биарам қилғанлиқи билинмәктә.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси 2022-йил 8-айниң 31-күни уйғур елидики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә доклат елан қилғанлиқиниң 2 йиллиқи мунасивити билән, америка ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилған иди. 3-Сентәбир күни американиң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси вә консулханилири бу баянатниң хитайчисини елан қилған.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси мәтив миллер (Matter Miller) елан қилған бу баянатта мундақ дейилгән: “2022-йил бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси көп йиллиқ тәкшүрүштин кейин, ‛шинҗаңда еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз берип кәлмәктә‚ дәп хуласә чиқарғаниди. Әмма бу хуласә чиқип икки йилдин кейинму хитайниң уни инкар қилиши, кишилик һоқуқ алий комиссари оттуриға қойған халиғанчә тутулғанларни қоюп бериш, муһаҗирәттики уйғур вә башқа мусулманларға тәһдит селиш, улардин өч елишни тохтитиш, инсанларни қийнаш, җинсий җәһәттә хорлаш, мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишлирини тәкшүрүш һәққидики тәклиплирини рәт қилиши американи қаттиқ үмидсизләндүрди”.
Баянатта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати әмәлий тәкшүрүш арқилиқ һөкүм қилған, “хәлқара җинайәт, болупму инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуши мумкин” дәп қариған бу җинайәттин хитайниң қол үзүши керәклики, бундақ қәбиһ зораванлиқни әмди тохтитиши керәклики тәкитләнгән; американиң бу мәсилидә хәлқара җәмийәт билән бирликкә келип, хитайниң қәбиһ бастурушида зиянкәшликкә учриғучиларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдайдиғанлиқи, бу ишта җинайи җавабкарлиқи бар шәхсләр вә ширкәтләрдин һесаб алидиғанлиқи билдүрүлгән.
Бу баянат елан қилинғандин кейин, 2-сентәбир күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мав ниң ахбарат елан қилиш йиғинда американи әйибләп: “америка һөкүмити һәқ наһәқни астин-үстүн қилди, хитайниң ички ишлириға арилашти, хитайниң шинҗаң сияситигә дағ тәгкүзди, хитай буниңға қәтий қарши туриду. Американиң шинҗаңни қалаймиқан қилиш ғәризи чоқум мәғлуп болиду” дегән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мәтив миллер бу баянат һәққидә X та учур бәргәндин кейин, хитайни қоллайдиған инкасчилар униңға тушмутуштин һуҗум қилған. Бәзилири һазир ирқий қирғинчилиққа учраватқанларниң уйғурлар әмәс, ғәззәдики пәләстин хәлқи икәнликини дәва қилишқан.