Американиң дөләт байрими дағдуғилиқ тәбрикләнди
2017.07.04
4-Июл күни американиң дөләт байрими болуп, бу йилқи байрамму өткән йиллардикигә охшаш зор дағдуға билән тәбрикләнди. Американиң һәрқайси җайлиридин кәлгән нәччә йүз миң саяһәтчи вашингтон шәһиригә топлинип, бу җайда өткүзүлмәкчи болған чоң көләмлик пуқрави парат вә етилдақ тамашасиға иштирак қилди.
“4-июл” күни америка қошма штатлириниң буниңдин 241 йил илгири, йәни 1776-йили 4-июлда британийә империйисидин айрилип чиқип мустәқил болғанлиқини җакарлиған күн болуп, “мустәқиллиқ күни” дәпму атилиду. Бу хатирә күн шуниңдин етибарән етилдақ тамашаси, парат, дала кавипи, базар вә түрлүк консерт паалийәтлири билән бир гәвдиләшкән һалда тәбриклинип келиниватиду.
Бу йилқи байрам мәзгилидә охшашла қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинған болуп, бу һал мәйли вашингтон шәһиридә болсун яки һәрқайси чоң шәһәрләрдә болсун охшаш давам қилди. Американиң һәрқайси җайлиридики уйғурларму тәбрикләш паалийәтлиригә иштирак қилип, байрамлиқ хушаллиқтин бирликтә бәһирләнди.