Американиң б д т баш әлчиси: уйғурлар “интайин азаблиқ” вақитларни бешидин кәчүрмәктә

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.01

Американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси линда томас гренфелд ханим, өткән һәптә б д т да суданни өз ичигә алған африқилиқ мусулманларға бәргән иптарда, уйғур мусулманлириниңму “интайин азаблиқ” вақитларни бешидин кәчүрүватқанлиқини тилға алған.

Линда томас гренфелдниң бу агаһландуруши хитай һөкүмити әрәб әллиридики сиясий партийәләрни, африқа дөләтлирини, мусулман әлләр вә бәзи тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң дипломат, журналист вә аммиви тәшкилат вәкиллирини уйғур диярида пиланлиқ зиярәткә орунлаштуруп, дуняға, болупму мусулман дунясиға уйғурларниң “яхши яшаватқанлиқи”, диний-етиқадиға “һөрмәт қилиниватқанлиқи” ни көрситишкә тиришиватқан пәйттә оттуриға қоюлған.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң торида билдүрүлүшичә, линда томас гренфелд 28-март күни африқилиқ мусулманларға бәргән иптарлиқтики сөзидә мундақ дегән: “биз һәрқайси җайлардики мусулманлар үчүн һөрмәт вә қайта йеңилиниш ейи болған муқәддәс рамизан ейида бир йәргә җәм болмақтимиз. Лекин бу рамизан ейи дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар үчүн, җүмлидин афғанистан, сүрийә, шинҗаң, бирма вә ғәззәдики мусулманлар үчүн, шундақла биз бүгүн сөзини қиливатқан судан үчүн интайин азаблиқ бир рамизан ейи болмақта.”

Линда томас гренфелдниң қәйт қилишичә, нөвәттә “18 милйон суданлиқ бүгүнки рамизанниң бәрикитидә бир йәргә җәм болуш орниға, озуқлуқ йетишмәсликкә дуч кәлмәктә, балилар ач қалмақта, хараб болмақта һәм өлмәктә” икән. Линда томас гренфелд 30-март америка иҗтимаий алақә суписи X тики учуридиму, уйғур диярини өз ичигә алған бәзи дөләт вә районлардики “милйонлиған аилиләрниң роза тутуп, иптар қилиши үчүн тамақсиз қеливатқанлиқи, дуа-тилавәт қилиши үчүн хатирҗәм бир җайға еришәлмәйватқанлиқи вә таянғудәк йеқинлириниңму йоқлуқи” ни билдүргән. Хитай һөкүмити вә хитай һөкүмәт таратқулириниң уйғур диярида бу йиллиқ чаған байрими, панус вә тавуз чағанлирини кәң көләмлик тәшвиқ қилип, рамизан ейини тилғиму елип қоймиғанлиқи қәйт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.