Америка һөкүмити филиппинниң хитайдин мудапиә көрүшигә мәбләғ вәдә қилди
2024.07.30
“ройтерс агентлиқи” ниң 30-июлдики хәвиридә ейтилишичә, америка һөкүмити филиппинниң һәрбий вә деңиз мудапиә иқтидарини өстүрүши, шу арқилиқ күнсайин улғийиватқан хитай тәһдитигә тақабил туруши үчүн 500 милйон америка доллири ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән. Америка ташқи ишлар министири антони билинкен вә америка дөләт мудапиә министири лойид астин бу тоғрисида манила шәһридә тегишлик кишиләр билән учрашқандин кейин бу йеңилиқни җакарлиған.
Америка дөләт мудапиә министири лойид астин бу һәқтә сөз қилип “бу миқдардики ярдәм тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидә болуп, бу һал өз нөвитидә байдин һөкүмити, америка дөләт мәҗлиси, шундақла америка хәлқиниң филиппинни қоллайдиғанлиқини очуқ намаян қилиду” дегән. Бу һал америка билән қаршилишип хитайға дост тартқан сабиқ пирезидент родриго дутерто (Rodrigo Duterte)ниң орниға чиққан фердинанд маркос (Ferdinand Marcos)ниң америка һөкүмитигә йеқинлишиш хаһиши пәйда қилған иҗабий илгириләш, дәп қаралғанлиқи мәлум.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити изчил һалда җәнубий хитай деңизидики 90 пирсәнт территорийәни “бизниң тәвәликимиз” дәп дава қиливатқан болуп, мушу сәвәбтин бу деңиз бойидики көплигән дөләтләр, җүмлидин филиппин хитайниң деңиз иғвагәрчиликиниң әң чоң һуҗум нишаниға айлинип қалған. Шуңа филиппин һөкүмити хитайдин мудапиә көрүш үчүн америка билән иттипақлиқ орнитишни таллиған һәмдә филиппин тәвәсидики америка һәрбий базисиниң 9 ға йетишигә рухсәт қилған. Нөвәттә бу базилардин үчи филиппинниң шималида болуп, хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилишини тосушта муһим рол ойнайду, дәп қаралмақта.