Америкалиқ һиндилар хитайға қарши паалийәт өткүзди

Мухбиримиз җәвлан
2020.08.10

“һиндистан һәқиқити” ториниң хәвәр қилишичә, 9-авғуст бир топ америкалиқ һиндилар америка пайтәхти вашингтондики дөләт мәҗлиси бинасиниң алдиға йиғилип, хитайниң һиндистанға таҗавуз қилиши вә уйғур мусулманлириниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишиға қарши паалийәт өткүзгән.

Паалийәтчиләрдин адапа парасат мундақ дегән: “бу йил язда пүтүн дуня корона вируси билән елишиватқан чағда хитай башқа дөләтниң земиниға таҗавуз қилди. Бу таҗавузчилиқ һиндистанниң ладах районидила әмәс, башқа қошна дөләтләрдиму йүз бәрди. Әмди дуняниң бирлишип хитай таҗавузчилириға қарши туридиған вақит кәлди.”

Бу йил 5-майдин буян хитай билән һиндистан икки дөләтниң чегра қоғдаш қисимлири шәрқий ладах районида тоқунушқан. 6-Айниң 15-күнидики тоқунушта галван вадисида соқуш йүз берип, 20 нәпәр һиндистанлиқ әскәр вә намәлум санда хитай әскири өлгәниди.

Америка җумһурийәтчиләр партийисидин пунит ахлувалия мундақ дегән: “хитай компартийиси уйғурларниң диний әркинликигә, хоңкоңлуқларниң кишилик әркинликигә таҗавуз қилди. Биз хитайниң африқадики вә ирандики қилмишлирини көрүватимиз. Әң ямини, улар һиндистанға арқидин зәрбә бериватиду. Хитай һәр түрлүк иҗтимаий таратқу әплири арқилиқ санлиқ мәлумат вә учур оғрилап, америкалиқлар арисидиму җасуслуқ қиливатиду.”

Вашингтон алаһидә районидин бу паалийәткә қатнашқан сунил сиң, һиндистан баш министири мудиниң хитай пуқралириға һиндистанға кириш визиси бәрмәслик усулини махтиған. У йәнә һиндистанлиқларниң һазир хитай мәһсулатлирини сетивалмайдиғанлиқини, американиңму мушундақ қилиши керәкликини билдүргән.

Америкалиқ һиндиларниң бу қетимлиқ паалийити хитайға қарши өткүзгән 2-қетимлиқ әң чоң паалийити икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.