Америка һөкүмити: “уйғурлар дияридики хитай әмәлдарлириға җаза беришкә тәйярлиниватимиз!”

Мухбиримиз әзиз
2020.07.03

Уйғур дияридики түрлүк сиясий бастуруш вә миллий паҗиәләр дуняға көпләп ашкара болғандин кейин америка һөкүмитиниң бу зулумларға шерик хитай әмәлдарлириға җаза бериши һәққидә көплигән чуқанлар оттуриға чиққаниди. Йеқинда мушу ишлар билән яхши тонушлуқи болған кишиләр “бломберг хәвәрлири” гә бу һәқтә сөз қилип “ташқи ишлар министири майк помпейо бу һәқтики барлиқ тәдбирләрниң бәкму қаттиқ болидиғанлиқини әскәртти” дегән.

1-Июлдики бу гезит хәвиридә ейтилишичә, нөвәттә ақсарайниң хитай билән болған мунасивитиниң барғансери йириклишишигә әгишип, уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә шерик болуватқан хитай әмәлдарлирини җазаға тартиш америка һөкүмити җиддий ойлишиватқан мәсилиләрниң биригә айлинип қалған. Америка ташқи ишлар министири “фокс хәвәрлири” ниң зияритини қобул қилғанда “уйғур қануни һазир рәсмий қанунға айланди. Әмди уни әмәлгә ашурушни җиддий ойлишиватимиз” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң хоңкоңдики демократийә һәрикитини бастуруши билән америка-хитай мунасивити техиму соғуқлашқан. Бу болса америка һөкүмитиниң хитайға қарита бир қисим “қаттиқ” тәдбирләрни ишқа селишини техиму тезлитиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.