Америка вә канада һөкүмәтлири хитайниң қанунсиз деңиз мәһсулатлирини техиму қаттиқ чәкләшкә чақирилди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.05

Америка авам палатаси тәбиий байлиқ комитетиниң рәиси раул м. Гриҗалва (Raul Grijalva) башчилиқидики бир қисим дөләт мәҗлис әзалири вә бәзи аммиви тәшкилатлар бирликтә америка вә канада һөкүмәтлиридин қанунсиз деңиз мәһсулатлириға болған тәкшүрүшни чиңитишни тәләп қилған.

“деңиз мәһсулатлири мәнбәси” намлиқ хәвәр ториниң 4-сентәбирдики обзорида көрситилишичә, юқиридики дөләт мәҗлис әзалири “қанунсиз окян қурулуши” намлиқ мустәқил тәтқиқат оргини 2023-йили 10-айда елан қилған доклатни алаһидә әсләткән. Шундақла мушуниңға асасән америка вә канада һөкүмәтлиридин тизимға елинмастин қанунсиз давам қиливатқан һәмдә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән булғанған белиқчилиқни тосуш, бундақ деңиз мәһсулатлириниң истемалчиларға йәткүзүлүшини чәкләш тәдбирлирини йәниму күчәйтишни тәләп қилған.

 “қанунсиз окян қурулуши” тәшкилати төт йиллиқ тәкшүрүштин кейин хитайдики деңиз мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш саһәсидә уйғур мәҗбурий әмгәк күчлириниң йөткәп ишқа селиниватқанлиқини ениқлап чиққан иди. Шундин кейин бу мәсилә күчлүк диққәт қозғап, америка тәвәсидики деңиз мәһсулатлирини импорт қилғучи ширкәтләр бу хитай ширкәтлири билән болған алақисини бикар қилған. Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқи болса “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә хитай деңиз мәһсулатлирини қара тизимликкә қошқан иди.

Дөләт мәҗлиси әзалири америка ташқи ишлар министирлиқи, америка әмгәк министирлиқи, йеза игилик министирлиқи, йемәклик вә дора башқуруш идариси қатарлиқ органларға язған бу мәктупта йәнә төвәндики соалларни сориған: “ташқи ишлар министирлиқи һәмдә америка таможна вә чегра мудапиә идариси ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ ға асасән уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанған деңиз мәһсулатлириниң америкиға киришини қандақ тохтатмақчи? силәр қандақ тәдбирләрни қолланмақчи?”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.