Америка деңиз армийәсиниң авиаматка зәрбидар гурупписи корийә арили тәрәпкә йол алди
Америка деңиз армийәси бир авиаматка зәрбидар гурупписини корийә йерим арили йөнилишигә әвәткән болуп, «карл винсон» авиаматкиси башчилиқидики зәрбидар гуруппа тинч окянниң ғәрбий тәрипигә қарап атлиниш буйруқи тапшурувалған.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америкиниң тинч окян филотиниң қоманданлиқ шитаби баянатчиси дәйвид бенхем шимали корийәниң өзиниң мәсулийәтсизлики вә вәзийәтни турақсизлаштуридиған башурилидиған бомба программиси һәм ядро қоралиға игә болушқа интилиши арқилиқ район хәвсизликигә нисбәтән асаслиқ тәһдит һесабланғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, өткән һәптә шимали корийә б д т бихәтәрлик кеңишиниң агаһландуришиға қаримай, йәнә бир қетим башқурулидиған бомба синиқи елип барған иди.
Хәвәрдин мәлум болушичә, «карил винсон» авиаматка зәрбидар гурупписи сингапор портини зиярәт қилиш сәпиригә атланғанда, дәрһал йөнилишни өзгәртип, корийә йерим арили тәрәпкә йүрүш қилиш буйруқи тапшурувалған.
Буниңдин ики күн илгири америка президенти доналд трамп билән хитай рәиси ши җинпиң флорида шитатида учрашқан иди. Әмма бу учришишта шимали корийә мәсилиси муһакимә темиси болмиғанлиқи қәйт қилинған иди. Бирақ, 7-январ күни америка сүрийәдики бешир әсәд һөкүмитиниң һава армийә базисини бомбардиман қилған.