Америка мисирни мусулман қериндашлар әзалирини қолға елишни тохтитиш һәққидә агаһландурди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.07.12

Америка ташқи ишлар баянатчиси җәй карнәй түнүгүн йәни пәйшәнбә күни мисир вәзийити һәққидә пикир баян қилип мисирни мусулман қериндашлар тәшкилатиниң әзалирини халиғанчә қолға елишни тохтитишқа чақирди.

Баянатчи сөзидә, америкиниң үмид қилидиғини барлиқ партийә вә гуруһларниң һакимийәткә қатнишиши керәклики икәнликини әскәртип, һәрқандақ бир гуруһ чәткә қеқилса, америкиниң бундақ қарарни қоллимайдиғанлиқини тәкитлиди.

Мисирда һәрбийләр сайлам арқилиқ һакимийәт бешиға кәлгән дөләт рәиси муһәммәд мурсини ағдурувәткәндин кейин мусулман қериндашлар тәшкилатиниң рәһбири вә 9 нәпәр ғоллуқ йетәкчиси һәққидә тутуш буйруқи чиқирилған иди. Мсирда муһәммәд мурсини қоллиғучи намайишчиларға оқ чиқирилиши вә намайишниң барғансери улғийиши сәвәбидин җиддийлишиватқан мисир вәзийити америка билән бирликтә б д т ниму әндишигә салмақта.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, б д т баш катиби банкуминму түнүгүн мисир ташқи ишлар министириға телефон қилип, б д т ниң мисирдики бир чоң партийә яки һәрқандақ кичик гуруһниң чәткә қеқилишиға қарши туридиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.