Америка президенти обаманиң рамзан ейи тәбрик сөзи хитайда муназирә қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2013.07.09

Америка президенти барак обама 8-июл күни өзи вә 1-ханиш мишал обама намида баянат елан қилип, америка вә дуняниң һәрқайси җайлиридики барлиқ мусулманларниң рамзан ейини тәбрикләп, мусулманларға гүзәл тиләкләр тилиди.

Презедент барак обаманиң рамизанлиқ тәбрик сөзи америкиниң һәрқайси дөләтләрдики әлчиханилириниң тор бекәтлиридә елан қилинған болуп, америкиниң бейҗиңдики әлчиханисида елан қилинған хитайчә нусхиси хитайдики аммиви тор бекәтлиридә көчүрүп елан қилинип, тордашлар арисида муназирә қозғиди.

Обаманиң тәбрик сөзи һәққидики муназириләрдә, безиләр обаманиң рамизанлиқ тәбрик сөзидин һаяҗанланғанлиқини билдүрсә, йәнә безиләр һөкүмәт даирилириниң рамзан ейида уйғур қатарлиқ мусулманларниң роза тутушиға қарита чиқарған һәр хил чәклимә вә бәлгилимилирини мисаллар арқилиқ баян қилип, охшимиған түзүм,охшимиған қиммәт қаришидики дөләтләрдә пуқраларниң демократийидин бәһримән болушидиму селиштурғили болмайдиған пәрқләрниң барлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.