Хитай вә русийә америка җәнубий корейәгә орунлаштурмақчи болған бомба қалқан системисиға етираз билдүргән

Мухбиримиз җүмә
2016.03.12

Хитай вә русийә америка җәнубий корейәгә орунлаштурушини пилан қиливатқан илғар типтики башқурулидиған бомба қалқан системисиға етираз билдүргән.

Вашингтон вақит гезитиниң хәвәр қилишичә, наразилиқни юқириқи икки дөләтниң ташқи ишлар министири оттуриға қойған.

Шималий корейә өткән йәкшәнбә күни бир узақ мусапилик ракетани синақ қилғандин кейин, америка вә җәнубий корейә даирилири җәнубий корейәгә әң илғар башқурулидиған бомба қалқан системиси - юқири бошлуқ һава мудапиәси терминалини ( THAAD) орнитиш пиланини ашкарилиған.

Җүмә күни хитай ташқи ишлар министири ваң йи бейҗиңда зиярәттә болған русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән көрүшкәндин кейин чақирилған ахбарат елан қилиш йиғинда: “җәнубий корейәгә бу хил башқурулидиған бомба қалқан системиси орунлаштуруш, хитай вә русийәниң истратегийәлик хәвпсизлик мәнпәитигә биваситә зиян йәткүзиду” дегән.

Лавровму бу башқурулидиған бомба қалқан системисини җәнубий корейәгә орунлаштурушниң артуқчә әндишә қилиштин башқа нәрсә әмәсликини билдүргән.

Хитай - русийә ташқи ишлар министирлири җүмә күни бейҗиңда корейә йерим арилири вәзийити үстидә сөһбәт өткүзгән иди.

Америка шималий корейәниң тәһдитидин сақлиниш үчүн җәнубий корейәгә йөткимәкчи болған мәзкур қалқан системиси, қарши тәрәп атқан һәр қандақ башқурулидиған бомбини йүз пирсәнт пачақлаш иқтидариға игә икән.

Америкиниң юқириқи пилани февралда ашкариланғандин кейин, хитай ташқи ишла министири ваң йи буниң хитайға қариши ишлитилишиму мумкинликини көрситип наразилиқ билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.