Трамп-путин сөһбитидә хитай мәсилиси оттуриға қоюлған

Мухбиримиз әзиз
2018.07.16

Америка президенти доналд трамп билән русийә президенти виладимир путин 16-июл күни финландийәниң пайтәхти хелсинкида сөһбәтләшти.

Сөһбәт ахбарат саһәсидин мәхпий тутулғанлиқи үчүн һазирчә сөһбәтниң конкрет мәзмуни ениқ әмәс. Сөһбәттин кейинки ахбарат елан қилиш йиғинида доналд трамп бу һәқтә сөз қилип “биз көплигән мәсилиләрни музакириләштуқ.

Сода ишлири, һәрбий ишлар, ядролуқ қораллар мәсилиси, шуниңдәк хитай вә хитайға даир бир қисим мәсилиләрни муһакимә қилдуқ” дегән.

“ню-йорк вақти гезити” ниң 16-июлдики хәвиридә ейтилишичә, америка президенти доналд трамп русийәниң америка сайлам ишлириға арилашқанлиқини инкар қилидиған пакитларниң барлиқини, өзиниң бу пакитларға ишинидиғанлиқини билдүргән. Сөһбәттә хитай мәсилисиниң алаһидә тилға елинғанлиқиға қарап бәзиләр буниң йеқинда башланған америка-хитай сода уруши билән алақиси болуши мумкин, дәп тәхмин қилмақта.

Хитай мәсилисиниң йеңиваштин оттуриға чиқиши америка һәрбий саһәсидиму тегишлик инкас қозғиған. Бирләшмә агентлиқниң хәвиридә ейтилишичә, тексас штатида йеңидин тәшкилләнгән америка армийәсиниң баш қоманданлиқ штаби хитай вә русийәниң америка үчүн әң зор тәһдит болидиғанлиқини алға сүргән.

Мәзкур қоманданлиқ штабиниң рәһбәрлиридин генерал марк миллей “өткән 16 йилда америка армийәси ирақ вә сүрийә қатарлиқ җайлардики қораллиқларға қарши алдираш болуп кәткәндә хитай вә русийә өзлириниң һәрбий қуввитини ашурувалди. Америка армийәси әмди характери өзгириватқан урушларға тақабил турушқа тәйярлиниши лазим” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.